Әнглийә коруна юқумини дөләтләр бойичә селиштуруш җәдвилидин хитайни чиқиривәткән
2020.04.26
Хитай даирилириниң коруна вирусидики хупиянилики сәвәблик әнглийә һөкүмити коруна вирусида дөләтләр бойичә өлгәнләрни селиштуруш җәдвилидин хитайни чиқиривәткән.
“күндилик мәктуплар” гезитиниң хәвәр қилишичә, әнглийәниң бу һәрикити хитайға қилинған бир дипломатик һуҗум һесаблинидикән.
Корона вируси әң дәсләп хитайниң вухән шәһиридә тарқалған. Хитай һазирғичә кәлгүчә хитай бойичә 4 миң 636 адәмниң мәзкур вируста өлгәнликини, буниң вирусниң тарқилиш мәркизи болған вухәндә өлгән 3 миң 182 адәмни өз ичигә алидиғанлиқини елан қилған.
Һалбуки, йәрлик вухәнликләр бу санниң һөкүмәт елан қилған сандин нәччә һәссә юқирилиқини, өлгәнләрниң аз дегәндиму 40 миңдин ашидиғанлиқини билдүрүшкән.
Хитайниң өзидики корона вируси юқум әһвалини йошурун тутуши америка, әнгилийә, фирансийә вә германийәниң наразилиқини қозғиған.
Америка һөкүмити хитайни коруна вирусиниң тарқилиш әһвалини йошуруп дуняни кризисиға патурғанлиқини бир нәччә қетим әйиблигән.
Германийә баш министири ангела меркел ханим бу һәқтә тохтилип: “хитайниң вирус мәнбәси мәсилисидә очуқ-ашкара болуши дуняниң башқа җайлиридикиләрниң буни тәтқиқ қилишиға пайдилиқ” дегән.
Әнглийәму корона вирусиниң зәрбисигә еғир учриған дөләтләрниң бири. Әнглийә миқясида йәкшәнбә күнигичә 148 миң 377 корона вируси билән адәм юқумланған, 20 миң 319 адәм қутқузуш унум бәрмәй өлүп кәткән.