Хитайниң лондондики әлчиханиси алдида “5-феврал вәқәси” ни хатириләш намайиши өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.02.05
2018-5-fewral-london-namayish.JPG Лондондики хитай консулханиси алдида өткүзүлгән “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 21 йиллиқини хатириләш намайишидин көрүнүшләр. 2018-Йили 5-феврал. Лондон, әнглийә.
RFA/Erkin Tarim

Буниңдин 21 йил бурун, йәни 1997-йили 5-февралда ғулҗидики уйғур яшлири хитай даирилириниң бир қисим диний затларни сәвәбсиз қолға елиши вә уйғурлардики әнәниви мәшрәп паалийитини чәклишигә қарши тинчлиқ намайиши тәшкиллигән иди. Әпсуски шу қетимқи намайиш хитай қораллиқ күчлири тәрипидин қаттиқ қоллуқ билән бастурулди һәмдә нурғун киши қолға елинди. Бу кишиләрниң бәзилири җаза муддитини тамамлап түрмидин чиққан болсиму, йәнә бәзи кишиләр техиғичә түрмидә ятмақта.

Хитай һөкүмәт даирилири “намайишни бир тәрәп қилиш җәрянида 11 киши өлди” ; дәп елан қилған болсиму, әмма “5-феврал ғулҗа вәқәси” ;гә шаһит болғанлар шу қетимқи вәқәдә йүздин артуқ кишиниң өлтүрүлгәнликини илгири сүрмәктә. 1998-Йилидин етибарән муһаҗирәттики уйғурлар, җүмлидин лондондики уйғур җамаити изчил һалда һәр йили түрлүк паалийәтләр арқилиқ “5-феврал вәқәси” ;ни хатириләп кәлмәктә. Бу йилму лондондики бәзи уйғур паалийәтчиләрниң уюштуруши билән бир қисим уйғурлар әнглийәниң пайтәхти лондон шәһиридики хитай әлчиханиси алдиға җәм болуп шу қетимқи тинчлиқ намайишида һаятидин айрилғанларни хатирилиди, , шуниң билән биргә, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә болған ғәзәп-нәпритини ипадилиди.

Биз нәқ мәйданға телефон қилип намайиш тоғрисида мәлумат игилидуқ. Лондондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишқа 35-40 әтрапида уйғур иштирак қилған болуп, улар һәммә бирдәк “уйғурларға әркинлик, хитайлар зулумни тохтатсун” дегәндәк шоарларни товлашқан. 

Лондонда туруватқан уйғур паалийәтчи кәрим заһир әпәнди, паалийәтниң лондон вақти кечә саәт 6дин 8 гичә давамлишидиғанлиқини баян қилди. 

Узун йиллардин буян лондонда паалийәт елип бериватқан рәһимә ханим, бу йилқи паалийәтниң бурунқиларға охшимайдиған тәрәплири тоғрисида тохталди. 

Рәһимә мәхмут ханимниң ейтишичә лондондики хитай әлчиханисида көп қетим намайиш өткүзүлгән болуп, бу йил уйғурлар әң көп иштирак қилған йил икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.