Шиветсийәдә йитиливатқан шакичик боксчи абдуришит әнвәр

Ихтиярий мухбиримиз иһсан
2017.01.20
abdurishit-shwetsiye-uyghur-boks-2017.jpg Шиветсийәдә йитиливатқан шакичик боксчи абдуришит әнвәр (қизил майкилиқ)
RFA/Ihsan

Шиветсийәдә туғулуп өсүватқан өсмурләрниң ата-анилири уларниң қизиқишиға қарита һәр хил маһарәтләрни игиләшкә шараит яритип бәрмәктә.

Шиветсийәдә яшаватқан уйғурлар пәрзәнтлирини ярамлиқ әвладлардин қилип тәрбийиләп чиқиш үчүн, уларниң миллий вә диний кимлики бойичә тәрбийилинишигә алаһидә әһмийәт бериштин сирт йәнә, һәр хил саһәрләрдә қизиқиши бойичә тәрбийилинишигиму әһмийәт бәрмәктә.

Шиветсийәниң йотубори шәһиридә туғулуп өскән бу йил 10яшқа киргән абдуришит әнвәр өзиниң қизиқиши билән бокс кәспидә тәрбийиләнмәктә.

У, сөһбитимиз җәрянида өзиниң бокс маһири болуп йетишип чиқиш арзүси барлиқини баян қилди.

Биз абдуришитниң дадиси әнвәр әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Әнвәр әпәнди оғлиниң бу кәспни өзиниң таллиғанлиқини һәмдә тәрбийилиниш давамида оқутқучисиму абдуришитниң бокста йошурун таланти барлиқини сәзгәнликини билдүргән.

Юқиридики улиништин, шиветсийәдики ихтиярий мухбиримиз еһсанниң әнвәр әпәнди билән елип барған сөһбитини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.