Түркийәдики 3 университетта уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзүлди
2018.12.24

Уйғурларниң еғир вәзийити америка қошма штатлири, канада вә австралийә қатарлиқ ғериб әллиридә давамлиқ тилға елиниватқан бүгүнки күндә түркийә һөкүмитиниң бу мәсилигә давамлиқ сүкүт қилип турувелиши түрк җамаәтчиликиниң наразилиқини қозғимақта. Түркийәдики һәрқайси университетлардики оқуғучилар уюшмилири, һәрқайси шәһәрләрдики аммиви тәшкилатлар арқа-арқидин паалийәт уюштуруп уйғурларниң еғир вәзийитини оттуриға қоймақта вә түркийә һөкүмитигә тәсир көрситишкә тиришмақта.
4-Декабир күни чанаққәлә 18-март университетида “инсанлиқ унутқан земин-шәрқий түркистан” мавзулуқ доклат бериш йиғини чақирилди. 19-Декабир күни болса түркийәниң шәрқий-шималиға җайлашқан байбурт шәһиридики байбурт университетида “унтулмиған вәтән-шәрқий түркистан” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.
4-Декабирдики мәзкур йиғинға университеттики оқутқучи вә оқуғучилардин болуп 500 әтрапида киши қатнашқан болуп, йиғинда измирдики әгә университетиниң оқутқучиси, профессор, доктор алимҗан инайәт әпәнди, 18-март университетиниң оқутқучиси доктор нурәхмәт қурбан әпәнди вә мәзкур университетта оқуватқан уйғур оқуғучилардин шәһидә мәхмут ханимлар доклат бәргән. Профессор алимҗан инайәт әпәнди доклат бериш йиғини тоғрисида бизгә мәлумат бәрди.
19-Декабир күни байбурт университетида өткүзүлгән “унтулмиған вәтән-шәрқий түркистан” темисидики доклат бериш йиғинға байбурт шәһириниң сабиқ шәһәр башлиқи, һазирқи шәһәр башлиқи, байбурт университетиниң мудири, оқутқучи вә оқуғучилиридин болуп 300 әтрапида киши иштирак қилған. Бу йиғинда тәклип бойичә доклат бәргән шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди йиғин тоғрисида мәлумат бәрди.
Һамутхан гөктүрк әпәнди байбурт университетидики бу йиғинда истанбул университетиниң оқутқучиси доктор алий ахмәтбәйоғлу әпәнди вә нурәла гөктүрк ханимниңму доклат бәргәнликини баян қилди.
Бу йиғиндин кейинла 20-декабир күни ахшими түркийәниң болу шәһиридики иззәт байсал университетида “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди. Уйғур паалийәтчи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди уйғур дияриниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди. Мәзкур йиғинға иззәт байсал университетиниң оқутқучи вә оқуғучилири вә болидуки бәзи аммиви тәшкилат мәсуллиридин болуп көп санда киши қатнашти. Хәйруллаһ әфәндигил әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Икки айдин буян һәр күни дегүдәк түркийәниң мәлум бир йеридә уйғурлар тоғрисида паалийәт өткүзүлмәктә. Уйғурлар дуняға шундақла түрк җамаәтчиликигә өз авазини аңлитиш үчүн истанбулдин әнқәрәгә қарап пиядә маңмақта. Профессор алимҗан инайәт әпәнди уйғурларниң еғир вәзийитиниң хәлқара ахбаратларда вә иҗтимаий таратқуларда көпләп аңлитиливатқанлиқини, буниң уйғур дәваси үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди.
Булардин башқа 16-17-декабир күнлири мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 23-йили мунасивити билән истанбул, қәйсәри, йозгат қатарлиқ шәһәрләрдә “шәрқий түркистан дәвасиниң йол башчиси әйса йүсүп алптәкин вә шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.