Голландийәдики уйғурлар следрехт шәһиридә норуз паалийити өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2015.03.20
gollandiye-uyghur-noruz-2015.jpg Голландийәдики уйғурлар фредрих шәһиридә норуз паалийити өткүзди
RFA/Pidaiy


Голландийәдики уйғур бирлики тәшкилати 20 - март уйғурларни бир йәргә җәм қилип норуз байримини тәбрикләш паалийити уюштурди. Паалийәт уйғур өсмүрлиригә байрамлиқ тарқитиш, нәтиҗә қазанған яшларни мукапатлаш қатарлиқлар мәзмунлар билән давам қилди.

Бу һәқтә сөз қилған голландийәдики җамаәт әрбаблиридин бири, голландийә уйғур бирлики тәшкилатниң рәиси садиқҗан сәләй әпәнди норуз байриминиң зимистан қиш кетип иллиқ баһар келидиған дәқиқиләрни қутлуқлайдиған әһмийәтлик байрам икәнликини, бу байрамниң шәрқий түркистанда яшаватқан уйғурлар җүмлидин барлиқ түркий хәлқләргиму йеңи бир башлиниш ата қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.