Қирғизистан уйғурлири баравәт кечисини қуран тилавәт билән башлиди
2017.05.14

11-Вә 12 -май күни қирғизистан мусулманлири баравәт кечисини мубарәклиди. Бу кечә улуғ рамизан ейиниң алдида йәни 15 -түн, милади календари бойичә 11-, 12 -май түнигә тоғра келиду.
Уйғурлар зич олтурақлашқан новопокровка йезисидики мәсчитниң имам хатипи иһтияр һаҗим абдуллин бу һәқтә муһәммәт пәйғәмбәрниң һәдислирини мисал кәлтүрүп бәрди.
Бишкәк, қарабалта, тоқмақ шәһәрлиридики вә башқа йезилардики уйғур җамаити мубарәк кечиниң һидайитигә еришиш үчүн ибадәткә турушти.
“иттипақ” җәмийитиниң әзаси, җамаәт ичидә тонулған һөрмәтлик ақсақал рәһимҗан һаҗим: “барат кечисидә, дәсләп пүтүн мусулманлар үммитигә нимәт-һидайәт сораймиз, пүтүн мусулманларниң гунаһлириниң мәғпирәт болушини сораймиз, андин өзимиз үчүн тилавәтләрни сораймиз” деди.
Шундақла рәһимҗан һаҗим уйғурларни мусулман болғиниға шүкүр қилиш вә әдәп вә әхлақ тоғрисида сөзләп өтти.
Бу күни әрләр мәсчитләрдә җамаәт билән биллә ибадәт қилса, аяллар өйлиридә балилири, қериндашлири вә уруқ-туғқанлири билән биллә ибадәт әтмәктә.
“иттипақ” җәмийитиниң әзаси, аяллар кеңишиниң сабиқ рәиси рәшидәм әмәтханова барат кечисидә, яш вақтидин тартип түнәп вә бала-нәврилиригә мусулманчилиқни өгитип келиватқанлиқини сөзләп өтти.
Тоқмақ шәһиридики биринчи болуп қурулған шакирхан төрә намидики мәсчитниң хатипи имирҗан қасимоф: “шабан ейида пәнд-нәсиһәтләр тән вә қәлбләрни пакландуриду” деди.