Мисирда тутқун қилинған уйғур балилар билән болған алақә үзүлүп қалди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.07.06
misir-uyghur-oqughuchi-5.jpg Мисирдики уйғур оқуғучилар тутқун қилинип сақчи машинисида елип кетиливатқан көрүнүш. 2017-Йили 6-июл.
Tutqun qilinghan oqughuchilar özliri teminligen

Мисир сақчилириниң икки күн аввал уйғурларни нишан қилип башлатқан кәң көләмлик тутқун қилишлири һәққидә һазирғичә радийомизға йәткүзүлгән мәлуматлардики тутуп кетилгән уйғурлар сани йүздин ашиду.

Уларниң ичидә қорумиға йәтмигән яш өсмүрләрму көп салмақни игиләйду, һәтта қучиқидики бовақлири билән тутулған аялларниңму барлиқи мәлум. Мисир вақти 5-июл кечә саәт бир әтрапида тутқунға учриған уйғур балилар дәсләп радийомиз билән алақилишип, өзлириниң айропиландин чүшүрүвелинғанлиқи, икки қетимлиқ айропиландин тосуп қилинған уйғурларниң саниниң 70 тин ашидиғанлиқи һәққидә учурлар йәткүзгән болсиму, мисир сақчилири уларни кишәнләп, айродромдин шу йәр вақти 4 ләрдә елип маңғандин буян улар билән алақимиз пүтүнләй үзүлүп қалди.

Икки үч айдин буян хитай һөкүмитиниң һәр түрлүк вәһимә, бесимлириға бәрдашлиқ берип, қаһирәдә оқушини давам қиливатқан уйғур оқуғучилар 4-июлдин башлап, уйғурлар топлишип яшаватқан 7-райондики ашханилардин, мәсчит, дукан һәтта кочилардин, өйлиридин қаһирә сақчилири тәрипидин тутуп кетилгән иди, тәһдиттә қалған бәзи оқуғучилар вә уларниң аилә‏-тавабиатлири, һәтта бу мәһәллидә тиҗарәт қиливатқан уйғурларму сақчиларниң сәвәбсиз тутқун қилишидин қечип қутулуш үчүн киралиған өйлирини, бар бисатини ташлап қаһирәдин айрилип түркүмләп башқа шәһәр вә дөләтләргә йол елишқа башлиған. Қаһирә айродромида 4-июл уйғурларниң тутулғанлиқини аңлап, башқа айродромларға берип тәлийини синап беқишқа тәвәккүл қилғанлириму охшаш қисмәтләргә дуч кәлгән.

Шу җай вақти 5-июл кечә саәт бирләрдә искәндәрийә айродромидин уйғур оқуғучилар арқа-арқидин сүрәтлик вә авазлиқ учур йоллап, өзлириниң тәкшүрүшләрдин өтүп дубәйгә учидиған айропиланға оңушлуқ чиқип болғанда, айропиландин чүшүрүвелинғанлиқини, арқа ‏-арқидин икки нөвәтлики айропиландин 70 тин артуқ уйғурниң тосуп қелинғанлиқини хәвәр қилди.

Йәнә бир саәтләрдин кейин болса, тутулған балиларниң җиддий һалда бизни елип маңидиған болди дегән авази кәлди, худди җинайәтчиләрдәк қоллири кишәнлинип аптомобилға бесип елип кетиливатқан уйғур балиларниң телефони арқилиқ йоллиған сүрәтлиридин, уларниң ичидә техи 15, 16 яшлардики қорумиға йәтмигән яш өсмүрләрниң сеймасини көргили болиду.

Униңдин кейин алақимиз пүтүнләй үзүлди. Улар айродромдин йөткилиш алдида, мисир сақчилириниң уларға хитайға өткүзүп бериш һәққидә тәһдит салғанлиқи мәлум болған болсиму, һазирғичә искәндәрийә айродромида 5-июл кечә тосуп қилинип кәйнидин қоллири кишәнләнгән һалда елип меңилған, сани 70 тин артуқ уйғур балилириниң һазирқи вәзийити намәлум.

Охшашла шу күни искәндәрийә айродромида тосуп қелинған уйғур балиларни көргәнлики һәққидә мәлумат бәргән бир аял, өзиниң айродромда көзитип туруш җәрянида, сақчилар тәрипидин 20 дин артуқ балиниң тосуп қелинғанлиқиға шаһит болғанлиқини, һәтта уларниң ичидә қучиқида балиси бар аялларниму көргәнликини ейтти.

4-Июл қаһирәдә башланған уйғурларни тутқун қилиш һәрикити сәвәблик, өзиниң икки пәрзәнтидин башқа йәнә өзи һамийлиққа алған 4 уйғур оқуғучини елип, 10 йилдин буян бу шәһәрдә қурған өйи вә барлиқ бисатини тәрк етип, башқа шәһәргә қечип берип йошурунувалған бир уйғур аялниң мәлумат беришигә қариғанда, бу тутқундин бурунла уйғурлар туруватқан 7-районда әзәлдин көрүлүп бақмиған натонуш гуманлиқ уйғурлар пәйда болуп қалған вә бәзи оқуғучилар уларниң өзлирини пайлаватқанлиқиниму байқап, бу һәқтә өз-ара бир бирини агаһландурған. Арқидинла сақчиларниң кечиләрдә оқуғучиларниң өйлиригә, улар тамақ йәйдиған ашханиларға туюқсиз бастуруп кирип тутқун қилиши башланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.