Нобел мукапатиға еришкән әзиз санҗарни уйғурларму күтүвалди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.12.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
nobel-mukapati-eziz-sanjar-turkiye.jpg Нобел мукапатиға еришкән әзиз санҗарни уйғурларму күтүвалди
RFA/Erkin Tarim


Түркләр арисида тунҗи қетим химийә мукапатиға еришкән әзиз санҗар әпәнди 14 - декабир күни әнқәрәни зиярәт қилиш үчүн кәлгәндә әсәнбоға айродромида уни қарши алғанлар қатарида уйғурларму гүл тәқдим қилип күтүвалди.

Әнқәрәдики уйғурларға вакалитән миркамил қәшқәрли әпәнди билән шеир декламатсийә қилип даң чиқарған кичик мүҗаһит қәшқәрли, қолида гүлдәстә көтүргән һалда әзиз сәнҗәрниң уруқ - туғқанлири вә дөләт әрбаплири билән бирликтә уни күтүвалди. Уйғур пәрзәнти кичик муҗаһит билән миркамил қәшқәрли пүтүн уйғурларниң тәбрик вә салимини униңға билдүрүп, уйғур допписи кийдүргинидә доктор әзиз санҗар рәһмәт ейтип кичик мүҗаһитниң мәңзигә сөйүп қойди.

Миркамил қәшқәрлиниң ейтишичә, уйғурлар тәқдим қилған гүлдәстиниң үстигә“көк байрақтин қизил байраққа салам” дегән җүмлә йезилған болуп, гүлдәстини қолиға елип, уйғур допписини бешиға кийгән доктор әзиз санҗар әпәнди интайин хушал болғанлиқини билдүрүп, уйғурларға отлуқ салимини йоллайдиғанлиқини ейтқан.

Профессор доктор әзиз санҗар әпәнди “д н а” үстидә елип барған тәтқиқатларда дәвр бөлгүч йеңилиқ яритип, химийә пәнлири бойичә нобел мукапатиға еришкән алимдур.

Профессор доктор әзиз санҗар әпәнди түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң алаһидә тәклипигә бинаән, шиветсийәдики мурасимда нобел мукапатини тапшуруп алғандин кейинла удул түркийәгә йетип кәлди. Бүгүн,йәни 15 - декабир күни түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, баш министир әхмәт давутоғлу әпәнди вә түркийә армийәси баш шитаби қомандани хулуси ақар әпәндиләр уни айрим - айрим қобул қилип, тәбриклиди вә униң билән илим - пән тәтқиқатлири вә түркийәниң мәсилилири тоғрисида соһбәтләшкән.

Америкида“түрк өйи” ачқан вә аяли “түрк өйи”ниң мудирилик вәзиписини өтәватқан профессор доктор әзиз санҗар әпәнди түркий җумһурийәтләрдин кәлгән оқуғучиларға болупму, уйғур оқуғучиларға йеқиндин ярдәм қилған икән.

Профессор әзиз санҗар әпәнди 1946 - йили түркийәниң мардин вилайитидә дуняға кәлгән болуп, у аилидә 8 балиниң 7 - си икән. У бир қетимлиқ нутиқида, ата - анисиниң саватсиз икәнликини, бирақ маарипқа наһайити әһмийәт беридиғанлиқини ейтқан. Әзиз санҗар әпәнди 1971 - йили истанбул университети медитсина факултетини пүттүргәндин кейин билим ашуруш үчүн америкиға барған. У медитсина факултетини пүттүргәндин кейин елип барған тәтқиқатлири нәтиҗисидә америка дөләтлик илимләр академийәсигә қобул қилинған 3 түркниң бири икән. У, 1997 - йилидин тартип муқим һалда америка шималий каролина чапел һел университети һәмдә шималий каролина университетида био - химийә вә био - физика бөлүмидә хизмәт қилған. Бу җәрянда у, 300гә йеқин илмий мақалиси вә бу мақалилиридин елинған 12000 үзүндә билән илмий тәтқиқатларда мислисиз мувәппәқийәтләргә еришкән. Униң “д н а” үстидә елип барған тәтқиқатларда қолға кәлтүргән утуқлири дәвр бөлгүч йеңилиқ дәп қаралмақта.

Әзиз санҗар әпәнди түрк язғучиси орхан памуктин кейинки нобел мукапатиға еришкән иккинчи түрк алимидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.