8 - Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғинин хуласә доклати елан қилинди
2016.07.23

8 - Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини 18 - июн күни истанбулда башлинип 21 - июл пәйшәнбә мувәппәқийәтлик ахирлашти. Йиғинға дуняниң охшимиған җайлиридин кәлгән тәшкилат рәһбәрлири, журналистлар, тәтқиқатчилар, зиялийлар, диний өлималар вә уйғур яшлар қатнишип “шәрқий түркистан дәвасида сағлам идийә, тоғра һәрикәт” дегән темини асас қилған һалда музакирә вә мулаһизә елип барди.
Йиғин ахирида 8 - нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғининиң хуласә доклати елан қилинди.
4 Күн давам қилған йиғин ахирида дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән вәкилләрдин бир қанчә киши мунбәргә чиқип хуласә доклатини бирликтә елан қилди. Хуласә доклатини шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан оқуп өтти.
Доклатта йезилишичә, “шәрқий түркистан дәвасиниң әмәлий һәрикитидә ашқунлуқ вә чүшкүнлүктин халий оттура йолни тутушниң зөрүрлүки” оттуриға қоюлған.
Доклатта йәнә, уйғурларниң ахбарат вә тәшвиқаттин үнүмлүк пайдилиниш керәклики тәкитләнгән.
Һидайәтуллаһ оғузхан мундақ деди: “шәрқий түркистан дәвасида ахбарат вә тәшвиқатниң роли вә әһмийити муәййәнләштүрүлүп, һәқлиқ давайимизниң һәр қайси әлләргә улар қобул қилалайдиған усуллар арқилиқ чүшәндүрүш вә һесдашлиқини қолға кәлтүрүш керәклики тәкитләнди. Хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан зулум вә бесим сиясәтлирини дуняға паш қилиш арқилиқ шәрқий түркистан хәлқиниң һәқсизлиққа учраватқанлиқини дәлил - испатлар билән елан қилиш, хитайниң динимизға, тилимизға, миллий мәдәнийәт, өрп - адәтлиримизгә қарши елип бериватқан тәтүр тәшвиқат һуҗумлириға қарши тәшвиқат елип бериш вә шуниң билән биргә, бүгүнки күндики иҗтимаий таратқу вә алақә васитилиридин үнүмлүк пайдилинишниң зөрүрлүки тәкитләнди.”
Доклатта йәнә уйғур мәсилисидә ваизлиқ паалийәтләрни күчәйтишниң зөрүрлүки тилға елинип, ваизлиқта уларниң шәрқий түркистан давасини қолға кәлтүрүш керәклики тәкитләнди.
Финландийәдин келип йиғинға қатнашқан финландийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизиниң мәсули доктор мәмәтели қарим йиғинда оттуриға қойған “сағлам идийә тоғра һәрикәт” пикриниң муһимлиқни тәкитлиди.
Голландийәдин келип йиғинға қатнашқан абдусалам қарим мәзкур учришишниң нәтиҗилик болғанлиқини билдүрди.
Бу йиғинға финландийәдин келип йиғинға қатнашқан абдулһәпиз қарим бу нөвәтлик йиғинда диний вә пәнний зиялийларниң бир йәргә кәлгәнликини, буниң бир иҗабий тәрәққият икәнликини ейтти.