Қәйсәридики уйғурлар шәһәр башлиқини зиярәт қилип йеңи тәләплирини оттуриға қойди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.05.31
qeyseri-walisi-uyghur-bilen-2.jpg Қәйсәри валиси уйғурлар билән биллә
RFA/Erkin Tarim


Қәйсәридики шәрқий түркистан тәшкилати башқуруш һәйити вә қәйсәридики уйғур мусапирлардин тәркип тапқан бир гуруппа уйғур қәйсәри шәһәр башлиқи билән қоҗасинан районлуқ һөкүмәтниң башлиқини ишханисида зиярәт қилип уйғурлар намидин рәһмәт ейтти.

Өткән йилиниң ахирида түркийәгә малайшия вә тайланд арқилиқ он миңға йеқин уйғур кәлгән иди. Бу уйғурларниң көпи түркийәгә кәлгәндин кейин иқтисадий җәһәттин еғир қейинчилиқларға дучар болди. Бундақ бир вәзийәттә түрк хәлқи, түрк аммивий тәшкилатлири, дөләтниң һәр дәриҗилик идарә - җәмийәтлири, һәрқайси шәһәрлик вә районлуқ һөкүмәтләр, шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири вә иқтисадий әһвали яхши кишиләр бу уйғурларға ярдәм қолини узатти. Булардин бири уйғурлар олтурақлашқан қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт билән қәйсәри қоҗасинан районлуқ һөкүмәт. Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт билән қәйсәри қоҗасинан районлуқ һөкүмәт бурундин тартип уйғурларға алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә иди.

27 - Май күни қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң башқуруш һәйити әзалири, мәһәллиниң ақсақаллири, тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә кәлгән мусапир уйғурларниң вәкиллиридин тәркип тапқан һәйәт қәйсәри шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи мустафа чәликни, арқидин қәйсәри қоҗасинан районлуқ һөкүмәтниң башлиқи әхмәт қолақбайрақтар әпәндиләрни ишханисида зиярәт қилип, уйғур мусапирларға қилған ярдәмлири үчүн рәһмәт ейтти вә уйғур мусапирлар һазир дучар болуватқан қейинчилиқлар тоғрисида мәлумат бәрди. Тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурларға вакалитән бу учришишқа қатнашқан уйғурлар шәһәр башлиқиға һазирғичә қилған ярдимигә рәһмәт ейитқандин сирит, бәзи тәләплирини оттуриға қойди. Мәсилән. Түрк пуқралиқиға қобул қилиниш, өй селиш үчүн земин бериш дегәнгә охшаш. Ахирида иккила рәһбәргә уйғур һәйәт өзлири яққан тонур нени билән самса соғат қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.