Японийәниң наһа шәһиридә “шәрқий түркистан күни” паалийити башланди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.10.28
yaponiye-sherqiy-turkistan-kuni-2016.jpg Японийәниң наһа шәһиридә елип бериливатқан “шәрқий түркистан күни” паалийитидин бир көрүнүш
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Японийәниң окинава вилайити наһа шәһиридики бир қисим япон вәтәнпәрвәрлири тәшкилатиниң уюштуруши, японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң һәмкарлишиши билән мәзкур шәһәрдә бугундин башлап үч күн давамлишидиған “шәрқий түркистан күни” тәшвиқат паалийити рәсмий башланди.

Қәдирлик радийо аңлиғучилар, һазир аңлаватқиңлар, японийәниң окинава вилайити наһа шәһиридики һөкүмәт бинасиниң алдида елип бериливатқан“шәрқий түркистан күни”паалийитиниң рәсмий башланғанлиқи һәққидики тәшвиқ паалийити болуп, паалийәттә япон вәтәнпәрвәрлири тәшкилатиниң вәкили тано ханим нөвәттә башлиниш алдида турған мәзкур паалийәткә наһа шәһири хәлқиниң қизғин қатнишип беришини тәкитләш билән биргә, паалийәтниң үч күнлүк күнтәртипини билдурди. Паалийәт җәрянида японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим сөз қилип уйғур хәлқидин окинава хәлқигә салам йоллди.

Наһа шәһиридә елип бериливатқан “шәрқий түркистан күни” паалийитиниң күн тәртипи бойичә паалийәт тәшкиллигүчиләр чүштин кейин саәт икки йеримдин төткә қәдәр окинава һөкүмәт бинасиниң мухбирларни күтүвелиш өйидә японийә мәтбуатлириниң бу қетиқми паалийәт һәққидики соаллириға җаваб бериш билән биргә, нөвәттики уйғур вәзийити тоғрисида тохталди.

Паалийәтниң күн тәтипи бойичә паалийәтниң кәчлик программиси окинава хәлқара мәдәнийәт алмаштуруш мәркизиниң лексийә сөзләш дәрсханисида кәч саәт йәттидә рәсмий башлинип, японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим уйғурларниң тарихи, мәдәнийити вә бүгүнки сиясий вәзийити тоғрисида қисқичә тохталди.

Лексийә сөзләш паалийитиниң кейинки қисми болса соал - җаваб шәклидә елип берилип, лексийә иштиракчилириниң уйғурлар һәққидики соаллириға җаваб берилди.

Лесийә сөзләш паалийитидин кейин зияритимизни қобул қилған кумота әпәнди бүгүнки лексийә һәққидә тохтилип:“хитай компартийәсиниң шәрқий түркистанда 46 қетим атом бомбиси синиқи елип барғанлиқини аңлап, мәзкур атом бомбиси синақлириниң зәрбисигә учриған уйғур хәлқигә толиму ичим ағриди. Уйғур қизлириниң ешинча әмгәк күчи сүпитидә өз юртлиридин мәҗбурий һалда хитай өлкилиригә елип берилип, хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлинишидин ибарәт бу паҗиәлик һаят кәчүрмиши мениң хитай компартийәсигә болған нәпритимни ашурди” деди.

Японийә өзини қоғдаш қисминиң чәтәлләрдә вәзипә өтигән мәлум бир әскири өз тәсиратини баян қилип:“чәтәл мәтбуатлирида хитай компартийәсиниң уйғурлар үстидин елип барған бастуруш сиясәтлири тоғрисида көп мақалиләрни оқуған идим. Мана бүгүн өз қулиқим билән зулумға учриған уйғур хәлқиниң вәкилириниң өз ағзидин бу паҗиәләрни аңлап, уйғурларға қолумдин келишичә ярдәмдә болуш нийитигә кәлдим” деди.

Тарих тәтқиқатчиси ямада зияритимизни қобул қилип:“лексийәдә дейилгән, хитайниң уйғур тилини уйғур маарипидин сиқип чиқириш сиясити мени толиму әҗәпләндүрди. Әлвәттә, биз һәркәткә келип уйғур тилиниң йоқ болуп кетишигә тәдбир қоллинишимиз вә хәлқара җәмийәтни бу мәсилисигә көңүл бөлүшкә һәрикәткә кәлтүрүшимиз керәк дәп ойлаймән” деди.

Наһа шәһиридә елип берилған“шәрқий түркистан күни” паалийитиниң биринчи күнидики барлиқ программилар ахирлашқандин кейин, зияритимизни қобул қилған турмуһәммәт һашим бу паалийәтниң окинавада елип берилиш мәқсити һәққидә тохталди.

Игилишимизчә, наһа шәһиридә башланған“шәрқий түркистан күни” паалийити токйодики хитай әлчихансиниң күчлүк диққитини тартқан болуп, паалийәтниң биринчи күнидики бир қисим программиларни хитай әлчиханиси йәрлик һөкүмәт даирлиригә телефон қилип тохтитишни тәләп қилған болсиму, бирақ йәрлик даириләр әлчиханиниң тәклипини қобул қилмай,әксичә паалийәт тәшкиллигүчиләрниң бихәтәрликини қоғдашни күчәйткән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.