Яврупа парламентида чақирилған дипломатийә курсиға д у қ рәһбәрлириму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.09.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yawrupa-duq-dolqun-eysa-diplomatiye-kursi.jpg Долқун әйса әпәнди яврупа парламентида чақирилған дипломатийә курсида
RFA/Ekrem

Яврупа парламентида чақирилған дипломатийә курсиға д у қ рәһбәрлириму қатнашти

8-9 - Синтәбир күнлири яврупа парламентида өткүзүлгән дипломатийә билимлири курсиға д у қ рәһбәрлириму қатнишип, уйғур сиясий муҗадилиси тоғрисида пикир баян қилған.

Бүгүн белгийә пайтәхти бирюсселдики йиғин мәйданидин игилигән учурлиримизға қариғанда, яврупа парламентида 8 - синтәбир башлинип 9 - синтәбир ахирлашқан, тәмсил қилинмиған милләтләрниң дипломатийә курсини вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати, тибәт адаләт мәркизи, окисфорт универистети вә иқтисадий, иҗтимаий тәтқиқат кеңиши қатарлиқ 4 орган уюштурған болуп, йиғинға тәклипкә бинаән д у қ баш катипи долқун әйса билән қурултай яшлар комитети рәиси ғәюр қурбанлар қатнашқан.

Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди йиғин мәйданидин зияритимизни қобул қилғанда, бу қетимқи курсниң мәқсити вә қиммитини тилға елип өтти. Бу қетимқи курста йәнә, б д т вә яврупа иттипақи даирисидә, дөләтләр вә уларниң парламентлирида миллий дәвани қандақ елип беришниң йоллириму өгитилгән.
Долқун әйса әпәнди яврупа парламентида чақирилған дипломатийә курсида
Д у қ яшлар комитетиниң рәиси ғәюр қурбан әпәндиму бу қетимқи йиғиндин алған тәсиратлирини баян қилип өтти.

Бу хилдики курсларни елип бериш вә униңға қатнишишниң әһмийитини тилға алған долқун әйса әпәнди, курста йәнә уйғур миллий муҗадилиси җәрянида шәкилләнгән тәҗрибиләрниму тонуштуруп өткәнликини әскәртти. У сөзидә, бу қетимқи курста дәрс сөзлигән мутәхәссисиләрниң салаһийитиниму тонуштурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.