Уруш җинайәтчиси, сербларниң рәһбири радуван карадич қолға елинди

22 - Июл күни сербийә һөкүмити 13 йилдин буян қечип йүргән дунядики әң чоң уруш җинайәтчисиниң бири болған,сабиқ босинийәдики сербларниң рәһбири радован карадични қолға алғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.07.22

 Радуван карадич 1990 - йилларниң бешида йүз берип үч йерим йиллар давам қилған, сербийә мусулманлирини өз ичигә алған он нәччә милйон бигунаһ хәлқниң қирилишиға сәвәб болған боснийә урушиниң җинайәтчиси.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң гаагадики һәрбий соти карадичқа иккинчи дуня урушидин буян явропада йүз бәргән әң чоң инсаний қирғинчилиқниң җавабкари дәп дунядики икки чоң уруш җинайәтчисиниң бири сүпитидә тутуш буйруқи чүшүргән иди.

Беританийә агентлиқиниң бүгүнки хәвиридә көрситишичә,сербийә президент ишханиси хәлқара ахбарат даирилиригә учур тарқитип, сахта салаһийәт билән йошурунуп йүргән карадич, сербийә бихәтәрлик қисимлириниң 21 - июл күндики җиддий тутуш һәрикитидә қолға чүшти " дегән.
Карадич сербийидә бир аммиви аптобуста қолға елинған болуп, у йиллардин буян мәлум бир шәхси дохтурханида давалаш хадими салаһийитидә йошурунуп йүргән.

Бүгүн миңлиған боснийә хәлқи кочиларға чиқип радуван карадичниң қолға елинғанлиқини тәбриклигән, гаагадики хәлқара һәрбий сотиниң баш содийиси әң чоң уруш җинайәтчисиниң қолға елинғанлиқини тәбрикләп" бүгүн хәлқарада адиллиқни гәвдиләндүридиған муһим бир күн, карадичниң қолға елиниши инсанийәткә җинайәт өткүзгән һәр қандақ адәмниң қануний җавабкарлиқтин қечип қутулалмайдиғанлиқиниң испати" дегән.

Америка, әнгилийә вә явропадики бир қисим ғәрб әллириму сербийә даирилириниң карадични қолға алғанлиқини тәбриклигән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.