Уйғур хәттатлиқни сақлап қелиш үчүн америкада ташланған қәдәм
2022.12.19

Мәлум болушичә дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан муһаҗирәттики уйғурлар өзлириниң кимликини сақлап қилиш вә раваҗландурушта түрлүк қийинчилиқларға дуч кәлгән. Болупму муһаҗирәттә яшаватқан хәттат, рәссам, музикант қатарлиқ уйғур сәнәткарларға уларниң талантини җари қилдуридиған мувапиқ шәрт-шараит һазирлап, уйғурларниң хирисқа дуч келиватқан сәнәт мәдәнийитини муһаҗирәттә сақлап қилиш вә раваҗландуруш тәхирсиз мәсилиләрниң биригә айланған.
Уйғур диярида тонулған даңлиқ уйғур фотограф, хәттат абликим әмәт әнә шу аз сандики өз вәтини сиртида яшаватқан сәнәткарларниң бири. У 2017-йили америкаға аилиси билән көчүп кәлгән болуп, өзиниң сәнәт җәһәттики таланти арқилиқ муһаҗирәттиму уйғур мәдәнийитини тонутушни давам қилип кәлгән.
Абликим әмәт әпәнди өзиниң сәнәткә болған иштияқи һәққидә тохталғанда, ана вәтинидики тәңритағ вә бағраш көлигә охшаш гүзәл мәнзириләрниң өзини сәнәткар қилип тәрбийәлигәнликни ейтти. У уйғур хәлқигә өзиниң уйғур дияриниң һәр қайси җайлиридин тартқан гүзәл мәнзирилири биләнла тонушлуқ болмастин бәлки хәттатлиқтики маһарити биләнму уйғур хәлқиниң һөрмитигә еришкән. У хәттатлиқ сәнитиниң тарихи қиммитини тәкитләп уйғур мәдәнийитиниң ярқин намайәндилириниң бири икәнликини баян қилди.
У өзиниң уйғур сәнитигә болған оттәк иштияқи билән өзи қиммәтлик дәп қариған уйғур сәнитини муһаҗирәттә сақлап қилиш вә әң муһими буни кейинки әвладларға йәткүзүшниң йоллири һәққидә издәнгән. Бостонда яшаватқан уйғур яшлири билән бирлишип массачустис шитатиниң һәр қайси милләтләрниң өз мәдәнийитини қоғдаш түригә аҗратқан мәдәнийәт программилириға илтимас қилған. Нәтиҗидә мәзкур штатниң аммиви мәдәнийәт кеңиши йолға қойған “әнәниви сәнәт түрлири үчүн шагирт тәрбийәләш” түри бойичә уйғур хәттатлиқини өгитиш үчүн сунған илтимаси бу йил 9-айда қобул болған. Абликим әмәт әпәндимниң ейтишичә уйғур хәттатлиқи дәрси рәсмий өтүлүветипту.
Харвард университети тәдриҗий нерва илми тәҗрибиханисиниң тәтқиқатчиси мунәввәр абдулла уйғур хәттатлиқи дәрсиниң америкада тунҗи қетим рәсмий дәрс сүпитидә үтүлүши үчүн баштин ахири көп күч чиқарған бостондики яшларниң бири. У нөвәттә абликим әпәндимдин хәттатлиқ дәрси еливатқан болуп, бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилди.
У хәттатлиқ дәрсиниң рояпқа чиқиш җәряни һәққидә қисқичә чүшәндүрүш берип мундақ деди: “биз массачустис шитатиниң аммиви мәдәнийәт кеңишиниң бир фондиға илтимас қилдуқ. Бу фонд массачустиста яшаватқан һәр қайси милләтләрниң мәдәнийитини раваҗландуруши үчүн аҗритилған. Бу хил әнәниви сәнәт түрлиригә шагирт тәрбийәләш арқилиқ әнәниви мәдәнийәтни яшлар арқилиқ тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилиду. Йәни абликим әмәткә охшаш кәспи хәттатлар мәзкур фонд билән өзиниң турмушини капаләткә игә қилиду, һәм хатирҗәм һалда өз әнәниви сәнити үчүн шагирт тәрбийәләш пурситигә еришиду. Мәдәнийәт мираслири яш әвладларға йәткүзүлмисә наһайити асас йоқап кетиду”.
У йәнә мундақ деди: “вәтәндә тәрбийәләнгән вә тонулған уйғур сәнәткарлири, язғучилар вә иҗтимаий пән хадимлириниң чәтәлләрдики һаяти бир аз қийин. Чүнки улар шу туруватқан җайниң тилиға пишшиқ болмиғачқа кимдин, қәйәрдин ярдәм сораш вә хизмәткә илтимас қилиш һәққидики учурларни билмәйду. Һәтта сәнәт түридә тәрбийәләнгән йәрлик сәнәткарларға нисбәтәнму риқабәт күчлүк, пурсәт аз болғачқа, бизниң муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлиримизға техиму тәс болиду. Бизниң шундақ талантлиқ сәнәткарлиримиз бар, улар талантини җари қилдуруши керәк. Уларниң сәнити арқилиқ биз мәдәнийитимизни муһаҗирәттә сақлап қилишимиз вә раваҗландурушимиз бәк муһим. Лекин сәнәткарлиримиз турмушини қамдимиса техи болмайду. Шуңа бу наһайити чоң бир мәсилә. Әмди бу мәсилини һәл қилишниң йоллириға кәлсәк, алди билән уйғур җамаити уларға талантини җари қилдуридиған сәһнә яритип бериш, уларниң әсәрлирини тордин һәқсиз чүшүрүвалмай әсли нусхисини сетивелип өйидә көзгә челиқидиған йәрдә сақлаш арқилиқ өз сәнитимизни қәдирлишимиз керәк. Нәтиҗидә өзимизниң сәнәткарлириға орун бәргән вә уларниң сәнити арқилиқ уйғур сәнитини техиму кәңри шәкилдә башқа милләтләрниң сәнитигә бағлиған болимиз”.
Абликим әпәндиму мунәввәр юқирида тилға елип өткәндәк өзиниң қабилийитигә чушлуқ орунлардин хизмәт тепиш пурсити кәмчил болуштәк қийинчилиқларға дуч кәлгән. Абликим әпәнди бу һәқтә тохтилип муһаҗирәттә яшаватқан санақлиқ вә қиммәтлик сәнәткарларниң әгәр турмуши капаләткә игә болған болса, уйғур мәдәнийитини чәтәлләрдә сақлап қилиш вә раваҗландурушта әң һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә сәнәткар кәсипдашлириға өзиниң тәклип-пикирлирини ортақлашти.
Мунәввәр абдулла абликим әмәткә охшаш өз талантини җари қилдуруш арқилиқ муһаҗирәттә уйғур мәдәнийитини сақлап қилиш вә раваҗландуруш үчүн хизмәт қилишни халайдиған уйғур сәнәткарлириға мундақ тәклиптә болди: “һәр түрлүк фондларға илтимас қилиш һәққидә издиниватқанлар өзиниң саһәсигә аит тор бәтләрдин издисә кәспигә аит еланларни учриталайду. Әгәр учурларни қәйәрдин издәшни билмигәнләр болса пурсәтни өзи яриталайду. Нурғунлиған дөләтләрдә мәдәнийәт-сәнәт түрлиригә аҗритилған фондлар болиду. Мәсилән америкида әнәниви мәдәнийәтни раваҗландуруш үчүн ечилған дөләтлик вә район характерлик түрләр бар. Мән алди билән ашундақ түрләрни издәп көрүшүңларни тәвсийә қилимән. Әгәр ярдимим керәк болса мән билән алақиләшсәңлар болиду. Сәнәткарларниң өзлири алақилишәләйдиған йәрлик сәнәт җәмийәтлири билән даим алақидә болуп турушини тәвсийә қилимән. Бу хил җәмийәтләр даим пурсәт тепишта өз-ара ярдәмдә болиду. У йәрләрдә өзиниң сәнитини намаян қилиш, нәшриятлар билән алақилишиш қатарлиқ пурсәтләргә еришиш мумкин. Уйғур җамаити арисида алақини техиму күчәйтиш, бир-биримиз билән һәмкарлишиш бәкму муһим. Әмма уйғур болмиған йәрлик сәнәткарлар билән һәмкарлишиш техиму муһим. Сәнәт җәһәттики естетик қарашлиримиз йеқин келидиған оттура асиялиқ сәнәткарлар җамаити вә мусулман сәнәткарлар җамаити билән алақилишип өтүшму нурғун пурсәтләрни яритиду”.
Ахирида абликим әпәнди өзиниң муһаҗирәттә уйғур хәттатлиқни сақлап қилиш вә раваҗландуруш тоғрисидики пикир-тәклиплирини биз билән ортақлашти.
Абликим әмәт 1963-йили 5-айниң 1-күни байинғолин моңғул аптоном областиниң хошут наһийәсидә туғулған. Уйғур диярида нәшр қилинған нопузлуқ гезит-журналларда көплигән һөсн хәт вә фото сүрәт әсәрлири елан қилинған. 2012-Йили 9-айда америка дөләт җуғрапийәси журнили орунлаштурған хитай райони фото сүрәт мусабиқисидә “тәбиий қум йеза” намлиқ әсири таллиниш мукапатиға еришкән.