Хитай һөкүмити америкиға инкас қайтуруш үчүн хитайдики америка пуқралирини тутқун қилидиғанлиқини ейтқан

"вал стрет журнили гезити" ниң шәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити америка әдлийә министирлиқиниң хитайниң һәрбийгә мунасивәтлик тәтқиқатчилирини җазалишиға қарита инкас қайтуруш үчүн хитайдики америка пуқралирини тутқун қилидиғанлиқи һәққидә вашингтон даирилирини агаһландурған.
Хәвәрдә бу иштин хәвәрдар намәлум кишиләрниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, хитай әмәлдарлири бу һәқтики агаһландурушларни америка һөкүмәт әмәлдарлириға көп хил қаналлар арқилиқ қайта-қайта йәткүзгән.
Хитай тәрәп өз учурлирида, американиң хитай тәтқиқатчиларни америка сотида әйибләшкә хатимә бериши керәкликини, болмиса хитайдики америкилиқларниң хитай қануниға хилаплиқ қилиш вәзийити оттуриға чиқидиғанлиқини билдүргән.
Хитайниң вашингтондики баш әлчиханиси "вал стрет журнили гезити" ниң бу һәқтики соаллириға җаваб беришни рәт қилған.
Алдинқи айда, америка даирилири президентниң бихәтәрлик хәвпи бар, дәп қаралған оқуғучилар вә тәтқиқатчиларниң киришини рәт қилиш тәдбирлири бойичә 1000 дин артуқ хитай пуқрасиниң визисини әмәлдин қалдурған.
Униңдин башқа, федератсийә тәкшүрүш идариси бу йил июлда америка виза илтимасида хитай армийәси билән болған мунасивитини йошурған үч хитай тәтқиқатчини қолға алған иди.