Майк галлагер: “динға қарши уруш ачқан хитайниң мәғлуп болуши муқәррәр!”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.07.12
Mike-Gallagher-imam-enqer-hajim.jpg Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети өткүзүлгән “хитай компартийәсиниң етиқадчи аммиға болған тәһдити: динлар ара муназирә” намлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғинида америкада турушлуқ уйғур имам әнқәр һаҗим гуваһлиқ бәргән. 2023-Йили 12-июл, вашингтон.
Photo: RFA

12-Июл күни америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети, “хитай компартийәсиниң етиқадчи аммиға болған тәһдити: динлар ара муназирә” намлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини өткүзди. Мәзкур йеғинға мусулманлар, хиристиянлар вә буддистлар җамаәтлириниң диний рәһбәрлири қатнашқан болуп, улар хитай һөкүмитиниң етиқадчи аммиға вә һәрқайсий динларниң мухлислириға йүргүзгән бастурушлирини аңлатти.

Мәзкур йиғинға америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитетиниң рәиси майк галлагер әпәнди риясәтчлик қилған болуп, у ечилиш нутуқида мундақ деди: “хитай компартийәси шинҗаңда ирқий қирғинчлиқ йүргүзиватиду. Улар җинайәтләрниң ечидики әң еғир җинайәтни өткүзиватиду. Улар йәнә уйғур вә башқа етник горуппиларни нишан қилған аста характерлик мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду. Шинҗаң, шаңхәй, бейҗиң қатарлиқ җайларда динға қарши уруш елип бериватқанхитай рәһбәрлириниң бу урушта мәғлуп болуши муқәррәр, чүнки улар етиадлиқ вә роһи әркин инсанлар билән урушиватиду.”

Йеғин җәрянида, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари, вирҗинийәдики мусулманларниң тәшкилати- “адамс мәркизи” (ADAMS Center) ниң имами муһәммәд магид сөз қилип, хитай һөкүмитиниң барлиқ динларға қарита йүргүзиватқан бастурушлирини әйиблиди. У сөзидә уйғур мусулманлири учраватқан зулумларни алаһидә тилға алди. У мундақ деди: “хитай һөкүмити 2017-йилидин башлап милйонлиған уйғурни лагерларға солиди вә уларға қарита меңә ююш елип барди. Тәхминән 900 миң мусулман уйғур балилар ата-анисидин айриветилди. Биз һәтта хитай һөкүмитиниң ислам динидики муһим йемәклик пәрһизлириниң бири болған чошқа гөшини мусулманларға мәҗбурий йегүзгәнликини көрдуқ. Америка хәлқара диний әркинлик комитети, хитайниң бастуруши вә зиянкәшликкә учраватқан барлиқ инсанлар билән бир сәптә туриду.”

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети өткүзүлгән “хитай компартийәсиниң етиқадчи аммиға болған тәһдити: динлар ара муназирә” намлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғинида америкада турушлуқ уйғур имам әнқәр һаҗим гуваһлиқ бәргән. 2023-Йили 12-июл, вашингтон.

Уйғур җамаитигә вакалитән америкада турушлуқ уйғур имам әнқәр һаҗим гуваһлиқ бәргән болуп, у хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға вә шундақла ислам диниға қаратқан бастурушини әмәлий мисаллар билән аңлатти. У гуваһлиқ бериш җәрянида, өзиниң сәуди әрәбистанда биллә оқуған савақдишиниң юртиға қайтқанда тутуп кетилгәнликигә шаһит болғанлиқини, кечик вақтида дин дәрси бәргән устазиниң йеқинда түрмидә өлүп кәткәнлик хәвирини аңлиғанлиқини баян қилди.

У йәнә муһаҗирәттики уйғулар учраватқан роһи бесимларни, уйғурларниң америка һөкүмитиниң ярдимигә муһтаҗ икәнликини әскәртип өтти.

Әнқәр һаҗим йиғиндин кейин радийомизниң зияритини қобул қилди. У бу қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йеғинида түрмидә қийниливатқан қериндашлири үчүн гуваһлиқ бәргәнликини, буниң үчүн роһий җәһәттин өзини йеникләп қалғандәк һес қилғанлиқини билдүрди.

Бу йеғинға йәнә хитайниң бастурушлиридин қечип америкаға йәрләшкән хитай хиристиянлири вә тибәт буддистлириниң диний рәһбәрлириму қатнашқан болуп, улар өзлириниң хитай компартийәси тәрипидин зиянкәшликкә учриғанлиқидәк кәчүрмишлирини йиғин әһли билән ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.