Әнглийә 3 хитай җасусини қоғлап чиқарған
2021.02.07
Әнглийә әмәлдариниң ейтишичә, әнглийә һөкүмити йеқинқи 12 ай ичидә мухбир сияқиға киривалған үч нәпәр хитай җасусини әнглийәдин қоғлап чиқарған.
Әнглийә “телеграф гезити” ниң хәвәр қилишичә, бу үч киши әсли хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқиниң хадимлири болуп, әмма улар өткән үч йил мабәйнидә әнглийәгә мухбирлиқ визиси билән кәлгән икән.
Уларниң һәқиқий салаһийити әнглийә җасуслуққа қарши туруш оргини MI5 тәрипидин байқалған вә улар әнглийәдин җимҗит һалда қоғлап чиқирилған. Һалбуки хәвәрдә буларниң кимлики ашкариланмиған.
Әнглийә әмәлдарлириниң ейтишичә, бу хитай җасуслири әнглийәниң сода мәхпийәтликини нишан қилған икән.
Бу һәптиниң бешида, әнглийә даирилири хитай дөләт игидарлиқидики хәвәр тори CGTN ниң тарқитиш иҗазәтнамисини бикар қилған иди.