Корладики ача-сиңил мәһкумлардин мәликәзат билән патигүлниң санҗи аяллар түрмисидә җаза муддити өтәватқанлиқи дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.01.20
Корладики ача-сиңил мәһкумлардин мәликәзат билән патигүлниң санҗи аяллар түрмисидә җаза муддити өтәватқанлиқи дәлилләнди Санҗи аяллар түрмисиниң 3 - вә 6-әтритидә җаза муддитини өтәватқан ача-сиңил патигүл мәмәт(оңда) билән мәликизат мәмәт.
Oqurmen teminligen

Корла шәһәрлик сот мәһкимисиниң бир аилидики 5 аял үстидин чиқарған һөкүмнамисидә ача-сиңиллардин мәликәзат мәмәт, заһирә мәмәт вә патигүл мәмәтләрниң айрим-айрим һалда 20 йил, 15 йил вә 7 йиллиқтин кесилгәнлики, аилидики келин бостан ибраһимниң болса 19 йиллиқ кесилгәнлики қәйт қилинған. Һөкүмнамидә 78 яшлиқ хәлчәм пазилниң кесилгәнлики тилға елинған болсиму, әмма униң җаза муддити тилға елинмиған вә мәһумларниң җаза муддитини қәйәрдә өтәватқанлиқи мәлум әмәс иди. Мухбиримизниң йәниму илгириләп елип барған телефон зиярәтлири давамида, булардин мәликәзат мәмәт билән патгүл мәмәтниң санҗи аяллар түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқи түрмә хадимлири тәрипидин дәлилләнди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, мәзкур һөкүмнамида 1984 ‏-йили туғулған мәликәзат мәмәтниң аталмиш “миллий кәмситишкә қутратқулуқ қилиш”, “топлишип җәмийәт тәртипини бузуш” вә “қанат астиға елиш” җинайәтлири билән җәмий 20 йиллиқ кесилгәнлики; 1969‏-йили туғулған патигүл мәмәтниң аталмиш “топлишип җәмийәт тәртипини бузуш” җинайити билән 7 йиллиқ кесилгәнлики қәйт қилинған. Һөкүмнамидә мәликәзатниң аталмиш җинайитигә “тәблиғ аңлиғанлиқи” вә “тәблиғ үчүн өй тәминлигәнлики”, патигүлниңкигә болса “тәблиғ аңлиғанлиқи” пакит қилинған. Һөкүмнамидә йәнә патигүлниң аталмиш “җинайитини балдур вә толуқ тапшурғанлиқи” вә “җинайитигә қаттиқ пушайман қилғанлиқи” үчүн йениклитип җазаланғанлиқи әскәртилгән.

Һөкүмнамидә йәнә мәликәзатниң бир аилә аяли икәнлики, патигүлниң болса корла шәһәр текичи йезилиқ мал дохтурханисиниң хадими икәнлики тилға елинған. Шуңа биз алди билән текичи йезилиқ сақчиханиға телефон қилдуқ. Алақидар хадимлар, патигүл мәмәт һәққидә һәрқандақ бир мәлумат беришни рәт қилди.

Корла шәһәрлик тәптиш мәһкисиниң әйипнамисидә мәзкур бәш аял топлишип аңлиған тәблиғдики “аллаһниң барлиқи вә бирлики, шундақла намаз вә һиҗаплинишниң әһмийити” тоғрилиқ мәзмунниң “диний әсәбийлик” кә ятидиғанлиқи, бундақ “тәблиғқә сорун һазирлап бериш” ниң “җ х җ җинайи ишлар қануни” ниң 290 ‏-вә 249 ‏-маддиси бойичә “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” вә “топлишип җәмийәт тәртипини бузуш” җинайитини шәкилләндүрүидиғанлиқи қәйт қилинған. Бу әйибнамигә пәзиләт мәмтимин исилик бир тәптишниң имзаси қоюлған.

Корла тәптиш мәһкимисиму мәзкур тәптиш пәзиләт мәмтимин билән көрүшүш тәлипимизни рәт қилди. Әмма хадимларниң рәт җаваплири арсидин, корладин кесилгән аял мәкумларниң аз дегәндә бир қисиминиң санҗидики бир түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқи мәлум болди. Буниң билән биз санҗи аяллар түрмисигә телефон қилдуқ. Алақидар хадимлардин бири, мәзкур бәш аялниң түрмәниң қайси районлирида икәнлики һәққидики соалимизға җавабән, уларниң кимлик номурлирини дәп беришимизни тәләп қилди. Мәзкур хадим биз тәминлигән кимлик номуриға асасән мәликәзат мәмәтниң 3-районда икәнликини ашкарилиди. У йәнә архиптики мәлуматларға асасән, мәликизатниң бу йил 37 яш икәнлики, җаза муддитиниң 20 йиллиқ кесилгәнликини дәлиллиди. У йәнә мәһкум патигүл мәмәтниң бу түрминиң 6-районида җаза муддитини өтәватқанлиқини ашкарилаш билән бирликтә, йешиниң 52 яш икәнлики, җаза муддитиниң 7 йил икәнликини дәлиллиди.

Мәзкур сот һөкүми вә тәптиш мәһкимисиниң әйибнамисидин мәлум болушичә, уларға артилған мәзкур аталмиш “җинайәт” 2013 йили, йәни мәһкумлар тутқун қилиништин 6 йил бурун йүз бәргән ишлар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.