Бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимидики үчинчи чоң сахта көрүнүш паш болди

Бейҗиң олимпик ечилиш мурасимида һәммиси өзлириниң миллй кийимини кийгән 56 милләт балилири хитайниң дөләт байриқини көтүргән бир һәшәмәтлик көрүнүш бар иди. Һазир буниңму сахта икәнлики паш болуп қалди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.15

 Ройтерис агентлиқиниң бүгүн бейҗиңдин баян қилинишичә, олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимидики 56 милләт бир байрақ көтүргән көрүнүш - тәбрик салютлири вә вәтәнгә мәдиһийә дегән нахшини ейтқан кичик қиз чолпан көрүнүшлириниң сахта көрүнүш икәнлики паш болуп қалғандин кейин, йәнә паш болуп қалған үчинчи чоң сахта көрүнүш болуп һесаблиниду.

Хәвәрдә ейтилишичә, бейҗиң олимпик комитетиниң муавин иҗраийә рәиси ваң вей бу һәқтики соалларға җаваб бәргәндә ' охшимиған 56 милләтчә кийингән бу балиларниң қайси милләттин кәлгәнлики маңа намәлум, бирақ нопусниң %92 ни тәшкил қилидиған хитайларниң 56 милләтчә кийинип чиқиши һечбир һәйран қаларлиқ вәқә әмәс' дегән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.