Японийә уйғурлири бир қатар хәйрлик ишларни қилди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.02.29
yaponiye-yer-tewresh-uyghur-yardem-1.jpg Ишикова өлкисигә берип йәр тәврәш апитигә учриған японларға ярдәм бәргән уйғур пидаийларниң бир қисми. 2024-Йили 23-феврал, японийә.
RFA/Erkin Tarim

23-Феврал күни 20 әтрапида уйғур йәр тәвригән ишикова өлкисигә берип йәр тәврәш апитигә учриған японларға ярдәм берип, японийә хәлқиниң зор алқишиға еришкән.

Бу йил 1-айниң 1-күни японийәниң ишикова өлкисидә 7.6 Бал қаттиқ йәр тәврәш йүз бәргән. Хәвәрләрдә ейтилишичә шу күндин тартип бүгүнгичә қалдуқ йәр тәврәшләр 1680 қетимдин артуқ давам қилип, наһайити еғир апәтни кәлтүрүп чиқарған. японийә уйғур җәмийити рәиси әхмәт летип әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур йәр тәврәш апитидә 240 тин артуқ адәм өлүп, 1300дин артуқ адәм яридар болған. 20 Миңдин артуқ өй вә имарәт йерим вәйранчилиққа учриған. 23-Феврал күни 20 әтрапида уйғур йәр тәвригән өлкигә берип йәр тәврәш апитигә учриған японларға ярдәм берип, япон хәлқиниң алқишиға еришкән.

Ишикова өлкисигә берип йәр тәврәш апитигә учриған японларға ярдәм бәрди вә полу етип бәрди. 2024-Йили 23-феврал, японийә.
Ишикова өлкисигә берип йәр тәврәш апитигә учриған японларға ярдәм бәрди вә полу етип бәрди. 2024-Йили 23-феврал, японийә.
RFA/Erkin Tarim

Телефон зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди 23-феврал күни елип барған ярдәм паалийити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу йил 1-айниң 1-күни японийәниң ишикова өлкисидә 7.6 Бал қаттиқ йәр тәврәш йүз бәргәниди. Бу апәтниң дәсләпки мәзгиллиридә шу апәт болған районниң сиртидин ярдәмгә адәм қобул қилмиған. Йеқинда башқа өлкиләрдинму ярдәмгә адәм қобул қилишни башлиди. Шуниң билән биз японийә уйғур җәмийити японийәдики уйғур қериндашлардин бир гуруппа адәмни тәшкилләп 2-айниң 23-күни бу апәт районида бир йүрүш паалийәтләрни елип бардуқ.”

Әхмәт летип әпәнди йәр тәвригән ишикова өлкисигә барған 20 әтрапида уйғурниң 2 гуруппиға бөлүнүп ярдәм хизмити елип барғанлиқини билдүрди. У, мундақ деди: “2-айниң 23-күни кәчтә токйо вә униң йеқинлирида туруватқан уйғурлардин 20 әтрапида уйғур қериндишимиз бир аптобусқа олтуруп, кечиләп йол меңип әтиси күни 500 километир узақлиқтики апәт райониға йетип бардуқ. Биз икки гуруппиға бөлүнүп бир гуруппа уйғур тәхминән 300 кишилик полу вә шорпа тәйярлап апәткә учриған вә апәттин қутқузушқа ярдәм бериватқан адәмләргә тарқаттуқ. Қалған уйғурлар өрүлгән өй-имарәтләрниңки әхләтлирини, бузулған тамларни бир тәрәп қилишқа ярдәмләштуқ”.

Ишикова өлкисигә берип йәр тәврәш апитигә учриған японларға ярдәм қилинмақта. 2024-Йили 23-феврал, японийә.
Ишикова өлкисигә берип йәр тәврәш апитигә учриған японларға ярдәм қилинмақта. 2024-Йили 23-феврал, японийә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғур доппилирини кийип йәр тәврәш апитигә учриған японлардин һал сорап, тамақ тарқатқан уйғурлардин рази болуп, миннәтдарлиқини билдүрүшкән японлар, уйғурларни унутмайдиғанлиқини ипадиләшкән. Әхмәт летип әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “мәйли шу уйғур тамақлирини йегән японлар болсун, яки биз әмгәклиригә ярдәмләшкән өйниң игилири японлар болсун, наһайити хурсән болғанлиқини, һаяҗанланғанлиқини, уйғурларниң бу яхшилиқлирини, бу ярдәмлирини унтуп қалмайдиғанлиқини, уйғурларни унтуп қалмайдиғанлиқини наһайити һаяҗан билән тилға алған болди.”

Дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили савут мәмәт әпәнди, йәр тәвригән апәт районида өзлириниң бүгүн хитайниң ирқий қирғинчилиқ апитигә учраватқан уйғурлар болуш сүпити билән апәткә учриған японларға ярдәм бериш арқилиқ, уларға уйғур миллитини тонутқанлиқини илгири сүрди.

Японийә уйғур җәмийити йәр тәвригән җайларға ярдәм бериштин башқа йәнә 24-феврал күни 3-қетимлиқ “меһриай әркин ана тил мукапати” тарқитиш мурасими өткүзгән.

японийә уйғур җәмийити йәр тәвригән җайларға ярдәм бериштин башқа йәнә 3-қетимлиқ “меһриай әркин ана тил мукапати” тарқитиш мурасими өткүзгән. 2024-Йили 23-феврал, японийә.
Японийә уйғур җәмийити йәр тәвригән җайларға ярдәм бериштин башқа йәнә 3-қетимлиқ “меһриай әркин ана тил мукапати” тарқитиш мурасими өткүзгән. 2024-Йили 23-феврал, японийә.
RFA/Erkin Tarim

Әхмәт летип әпәнди бу йилқи мукапат тарқитиш мурасимиға явропа дөләтлири вә японийәдин көп санда ана тил оқутқучиси вә оқуғучилириниң иштирак қилғанлиқини, яхши өткәнликини билдүрди. У, мундақ деди: “японийә уйғур җәмийити меһриай әркин паҗиәсиниң унтулуп кетишиниң алдини елиш һәм миһриайниң өз вақтида бизниң пәрзәнтлиримизни уйғур тилида оқутуш үчүн сиңдүргән әҗрини вә меһриайға охшаш миңлиған, он миңлиған мушундақ ана тилда тәрбийәләш билән шуғулланғучиларни әсләш вә ана тил өгәткүчиләргә илһам бериш нуқтисидин меһриай әркин ана тил мукапатини тәсис қилип, һәр йили 2-айниң 23-күни йәни меһриайниң туғулған күни буни тарқитип келиватқанидуқ. Бу қетимқисида голландийәдин, фирансийәдин вә японийәдин болуп, бир оқутқучи вә икки оқуғучи бу мукапатқа талланди.”

“меһриай әркин ана тил мукапати” ға еришкән ана тил оқутқучиси разийә ханим мукапатниң өзигә зор илһам беғишлиғанлиқини баян қилди.

Хәвәрләргә асасланғанда, японийәдә өсүмлүк био-техника кәспи бойичә магистирлиқ унвани алған меһриай әркин ханим японийәдә оқуш җәрянида иштин сирт уйғур тили оқутуши билән шуғуллинип уйғур пәрзәнтлириниң сөйгүси вә ата-аниларниң қоллишиға еришкән. Лекин у, хитай даирилири тәрипидин тутуп кетип ғайиб қиливетилгән дадисини издәш һәм хитай даирилириниң анисиға өзиниң қайтип келиши тоғрисида қилған бесими сәвәбидин 2019-йили 8-айда японийәдин қайтип кәткәндин кейин лагерға соланған вә лагерда қаза қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.