Японийә парламентида хитайға қарши парламент әзалириниң бирләшмә гурупписи қурулған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.12.07
Yaponiye-Parlamentida-Birleshme-guruppa Японийә парламентида бирләшмә йиғин өткүзүлүп, японийә парламенти бирләшмә парламент әзалири гурупписи қурулған. 2022-Йили 5-декабир.
RFA/Erkin Tarim

5-Декабирда японийә парламентида бирләшмә йиғин өткүзүлгән. Бу йиғинға уйғур, тибәт вә моңғол вәкилләр, шундақла японийә парламент әзалиридин болуп йүздәк адәм қатнашқан. Йиғинда японийә парламенти бирләшмә парламент әзалири гурупписи қурулған.

Японийә уйғур җәмийитиниң баш катипи әхмәтҗан летип әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “бу йиғинниң асаслиқ мәзмуни һазирға қәдәр японийә парламентида уйғурларға ярдәм қилидиған парламент әзалири айрим гуруппа болуп һәрикәт қилип келивтқан иди. Тибәтләргә ярдәм қилип келивтқан парламент әзалириниң айрим гурупписи бар иди. Моңғол мәсилисигә көңүл бөлидиған парламент әзалириниңму айрим гурупписи бар иди. Һазир бу гуруппиларни бирләштүрүп, парламент әзалириниң бирләшмә гурупписи қурулғанлиқини җакарлиди. Бу йиғинда японийәниң һазирқи һөкүмәттә хизмәт өтәватқан санаәт министириму сөз қилди”.

Әхмәт летип әпәнди японийә парламентида йеңи қурулған бирләшмә гуруппиниң қурулмиси вә нишани тоғрисида мундақ деди: “бу қетим қурулған парламент әзалириниң бирләшмә достлуқ гурупписи шәрқий түркистан, тибәт вә ички моңғолийәдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини йәниму чоңқур тәкшүрүп ениқлаш, униң алдини елиш вә тосуш үчүн әмәлий тәдбир алидиғанлиқини өзиниң асаслиқ нишани қилидиғанлиқини җакарлиди. Бурун айрим-айрим һәрикәт қилип келиватқан 3 достлуқ гурупписини бирләштүрүп, техиму көләмләшкән системилашқан бир бирләшмә гәвдә қуруп, җанлиқ бир рәвиштә бу мәсилигә арилишидиғанлиқини оттуриға қоюшти.”

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөзлимәктә. 2022-Йили 5-декабир, японийә.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөзлимәктә. 2022-Йили 5-декабир, японийә.
RFA/Erkin Tarim

Әхмәтҗан летип әпәнди японийә парламентида қурулған парламент әзалири бирләшмә гурупписиниң уйғур дәваси үчүн пайдилиқ бирләшмә болғанлиқи тоғрисида тохталди. У, мундақ деди: “бу йеңидин қурулған б парламент әзалириниң ирләшмә достлуқ гурупписиниң биз диққәт қилишқа тегишлик икки муһим тәрипи бар. Буниң бирси, бу гуруппиға әза болғучилар охшимайдиған партийәләрдин болған парламент әзалиридин тәркиб тапқан. Демәк, бу көп партийәлик тәшкилат болуп қурулди. Иккинчиси, мәзкур бирләшмә гуруппиниң башлиқлиқиға уйғур достлуқ гурупписиниң рәиси фуря әпәнди сайланди. Ишхана мудирлиқиға әслидики уйғур достлуқ гурупписиниң ишхана башлиқи сайланди. Бу җәһәттин елип ейтқанда, бу бирләшмә уйғурлар үчүн пайдилиқ бир гуруппа болди дәп қараймиз.”

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси доктор абдукерим абдурахман әпәнди, д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң бу қетимқи қисқа вақитлиқ японийә зиярити җәрянида мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзгәнликини, японийә һөкүмитиниң бир қисим рәһбәрлири билән учрашқандин сирт йәнә парламентта доклат берип, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити билән уйғурларниң японийәдин күткән тәлипини оттуриға қойғанлиқини, тәләплиригә иҗабий җаваб алғанлиқини илгири сүрди.

2022-Йили 2-айниң 1-күни японийә парламентиниң авам палатасида мақуллуқтин өткән уйғур мәсилиси тоғрисидики тунҗи қетимлиқ қарар, 5-декабир күни японийә кеңәш палатасидиму мақуллуқтин өткән иди. Хитай ташқий ишлар министирлиқи дәрһал баянат берип, буни “хитайниң ичкий ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқтур” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.