Шиветсийәдә “зәпәр мурасими” өткүзүлүп, нәтиҗә қазанғанлар мукапатланған
2022.08.29

Шиветсийә уйғур бирлики тәшкилати “явропа әркинлик лоңқисини талишиш” мусабиқисида утуқ қазанған команда шәрипигә “зәпәр мурасими” өткүзгән.
Шиветсийә уйғур бирлики тәшкилати 27-авғуст күни стокһолимдики уйғур җамаити вә яшлар путбол командиси әзалириниң иштиракида “зәпәр мурасими” намида паалийәт уюштуруп, 2022-йиллиқ “явропа әркинлик лоңқисини талишиш путпул мусабиқиси” да 1-дәриҗилик нәтиҗигә еришкән шиветсийә яшлирини маддий боюмлар билән мукапатлиған.
Шиветсийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси бәхтинур ханим бүгүн бу һәқтә тохталғанда, паалийәтниң түрлүк мәзмунларда наһайити тәсирлик өткүзүлгәнликини, паалийәттә утуқ қазанған шиветсийә уйғур яшлар путбол командиси әзалириға шиветсийә уйғур бирлики тәшкилати тәрипидин шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқиниң симаси чүшүрүлгән доппа вә башқа маддий боюмларни тәқдим қилғанлиқини, мусабиқини қоллиған пидакар аниларғиму ромал, шарпилар һәдийә қилинғанлиқини тилға алди.
2022-Йиллиқ “явропа әркинлик лоңқисини талишиш путпул мусабиқиси” бу йил 7-айда норвегийәниң пайтәхти ослу шәһиридә өткүзүлгән болуп, 3 күн давамлашқан бу мусабиқиға норвегийә, белгийә, голландийә, германийә вә шиветсийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғур яшлар путбул команда әзалири қатнашқан. Һәл қилғуч мусабиқида норвегийә командиси 3-дәриҗилик, белгийә командиси 2-дәриҗилик, шиветсийә командиси 1-дәриҗилик нәтиҗигә еришкән. Шиветсийә уйғур яшлар путбол командисиниң чимпийон болуши бу мусабиқиға көңүл бөлгән шиветсийә җамаитини көп сөйүндүргән. Шиветсийә уйғур бирлики тәшкилати шиветсийә яшлириға техиму зор илһам вә мәдәт болсун үчүн мәзкур “зәпәр мурасими” паалийитини өткүзгән. Паалийәткә иштирак қилғучилардин стокһолимда яшайдиған маһинур һәсәнова ханим бу һәқтә өз тәсиратлирини баян қилип өтти.
Паалийәт хатимисидә уйғур җамаити уйғурчә нахша-сазларға уссуллар ойнап, өзлириниң хушаллиқлирини тәнтәнә қилишқан.