Zoom Ширкитиниң бир хадими хитайниң буйруқи билән “тйәнәнмен қирғинчилиқи” тоғрисидики тор йиғинлириға кашила пәйда қилған

Мухбиримиз җүмә
2020.12.20
Zoom Ширкитиниң бир хадими хитайниң буйруқи билән “тйәнәнмен қирғинчилиқи” тоғрисидики тор йиғинлириға кашила пәйда қилған FBI Чиқарған зум (ZOOM) ширкитиниң хитайда турушлуқ иҗраийә әмәлдари шинҗаң җинни тутуш буйруқи.
fbi.gov

Америка тәптиш мәһкимисиниң җүмә күни билдүрүшичә, зум (ZOOM) ширкитиниң бир иҗраийә әмәлдари хитайниң буйруқи билән “тйәнәнмен қирғинчилиқи” тоғрисидики тор йиғинлириға кашила пәйда қилиш үчүн америкилиқ абунтларниң һесабатлирини өчүрүп ташлиған.

Америка тәптиш әмәлдариниң ейтишичә, зум ширкитиниң хитайда турушлуқ иҗраийә әмәлдари шинҗаң җин йиғин қатнашқучилириниң һесабатини ойдурма сәвәбләр билән тохтитивәткәчкә зум арқилиқ өткүзүлидиған “тйәнәнмен қирғинчилиқи” ниң 31 йиллиқини хатириләш паалийәтлири әмәлдин қалдурулған.

Мәлум болушичә, у башқилар билән һәмкарлишип террорлуққа аит яки нашаян рәсимләрни ишлитип сахта исим билән видийо йиғиниға қатнашқан вә униңдин кейин “йиғинниң ишлитиш шәртлиригә хилаплиқ қилғанлиқи” ни доклат қилиш арқилиқ йиғинниң әмәлдин қалдурулушини кәлтүрүп чиқарған.

Америка тәптиш мәһкимисиниң ню-йорктики бир тармиқи тәрипидин сунулған бу һәқтики шикайәткә қариғанда, шинҗаң җин хитай җ х тармақлири билән һәмкарлишип, бу йил май вә июнда өткүзүлгән яки пилан қилинған төт қетимлиқ тор йиғининиң әмәлдин қалдурулушиға сәвәб болған.

Тәптиш әмәлдариниң ейтишичә, шинҗаң җинниң йәнә бир исми җулиен җин болуп, зум ширкити җүмә күни униң ширкәт хизмәтчиси икәнликини дәлиллигән.

Зум ширкити әсли хитайда туғулуп өскән йүән җең яки ерик йүән дәп етилидиған бир компютер инженери тәрипидин қурулған. Ширкәтниң баш штаби калифорнийә штатиниң сан хоседа болуп, униң хитайда нәччә йүз хизмәтчиси бар икән.

Әгәр шинҗаң җинға артилған җинайәтләр дәлилләнгән тәқдирдә униңға 10 йиллиқ қамақ җазаси берилиши мумкин. Һалбуки, җин нөвәттә хитайда яшайдиған болуп, уни америкиға елип келип җазалаш қейин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.