Д у қ баянатчиси дилшат ришит : уйғур юртлирида партлатқуч материяллирини сақлаватқанлар хитай көчмәнлири

Бүгүн хитайниң 'шинҗаң гезити'дә баян қилинишичә, хитайниң шинҗаң җамаәт хәвпсизлик назарити10 ‏- айғичә болған вақит ичидә, пүтүн аптоном район миқясида партлатқуч дора вә қорал йиғивелиш һәрикити елип беришни орунлаштурған.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.27

 Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә обзор елан қилди. Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит хитайниң 'шинҗаң гезити' дә хотән, лоп, туюқ қатарлиқ җайларда партлатқуч тепилди' дегән әйиблишини рәт қилди.

Дилшат ришитниң баян қилишичә, уйғур юртлирида ечиливатқан канларниң һәммиси хитай көчмәнлириниң қолида, партлатқуч дора сақлайдиғанларму, һәр хил җинайәт делоси садир қиливатқанларму хитай көчмәнлири өзлири.

Хитайниң җамаәт хәвпсизлик органлири һазир партлатқуч дора яки оқ-қорал сақлаватқанларниң кимликини ениқ демәйла хәлқараға уйғурларни 'террорчи' қилип көрситишни мәқсәт қилиду.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.