“асия-тинч окян районлирида хәвп барғансери күчәймәктә” намлиқ мақалә елан қилинди

Буян асия-тинч окян районлиридики өзгиришләр көзәткүчиләрниң диққитини тартишқа башлиди. “дипломатийә көзитиши” намлиқ тор бекәттә “асия-тинч окян районлирида хәвп барғансери күчәймәктә” намлиқ мақалә елан қилинди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.01.04
diplomatiye-kozitishi-tor-beti-305.jpg “дипломатийә көзитиши” намлиқ тор бекәттики шу мақалидин елинған. 2012-Йили 4-январ.
www.diplomatikgozlem.com
Мақалидә мундақ дейилгән:
“асия тинч окян районлирида муһим өзгиришләр болуватиду. Әмма дуня җамаити буни һес қилмайватиду. Чүнки, сүрийә, иран, әрәб баһари вә явропа иқтисади кризис күнтәртиптә турмақта, әмма асия-тинч окян районлирида чоң бир кризис йүз бериш еһтимали бәк йеқин. Америка, асия-тинч окян районини өзиниң йәр шари сияситиниң муһим бир қисми дәп алдинқи пиланға қойди. Бу вәзийәтни америка ташқи ишлар министири хиларий килинтонму тәкитлиди вә 21‏-әсирни ‛америкиниң асия-тинч окян әсири‚ дәп ипадилиди. ‛ташқи сиясәт‚ журнилиниң 2011‏-йили 11‏-айдики санида бу ипадиниң орун елиши вәзийәтниң җиддий вә сәзгүр икәнликиниң испати. Америкиға нисбәтән, шүбһисиз, афғанистан вә ирақ муһим охшаш вақитта америка чоқум шималий африқа вә оттура шәрқ дөләтлиридики өзгиришләргә җиддий қарайду. Америка давамлиқ африқиға әһмийәт бериду. Америка чоқум шәрқий явропа дөләтлиригиму җиддий қарайду. Әмма америкиниң кәлгүси асияда бәлгилиниду.”

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.