Хитайда немә үчүн һөкүмәт бай, хәлқ намрат?
Мухбиримиз вәли
2010.04.01
2010.04.01

Оқурмәнлиримиз әвәткән 'йеңисарда деһқан болмақ тәс' намлиқ син - алғудин елинди.
Америкиниң шималий каролина шитатида туруватқан мустәқил тәтқиқатчи җу шөюән әпәнди йеқинда хитайда һөкүмәт хәлқтин алидиған баҗ билән хәлққә беридиған параванлиқ вә маарипқа аҗратқан мәбләғқә даир санлиқ мәлуматларни елан қилди. У мақалисини 'бу сан-сефирларни бир көрүп қоюң' дәп башлап, алди билән 'хитайда хәлқ тапшуридиған баҗ нисбити дуня буйичә хәлққә әң юқири параванлиқ беридиған франсийигә йетип қалди, әмма хитай һөкүмити хәлққә беридиған мәнпәәт аран франсийә һөкүмити хәлққә беридиған мәнпәәтниң 8% гә тәң ' дәп көрсәткән.
Хитайда 'һөкүмәтниң пули хәлқтин келиду, хәлққә сәрп қилиниду' дегән гәп растму?
Мақалидә баян қилинишичә, америкида һөкүмәтниң маарип, сәһийә, иҗтимаий суғурта вә аммивий ишлар хираҗити )һөкүмәттин хәлққә берилидиған мәнпәәт( хәлқ тапшурған баҗдин топланған омуми малийә кириминиң 42% ни, әнглийидә 49%ни канадада 52%ни тәшкил қилиду. Хитайда аран 8% ни тәшкил қилиду. Хитайниң маарипқа аҗратқан пули африқидики огандадинму аз. Хитайда 'һөкүмәтниң пули хәлқтин келиду, хәлққә сәрп қилиниду' дегән гәп растму?Чәтәлләрдики 'капиталистлар' билән хитайдики 'пролетарият җәңчилири' ниң қайси хәлқни бәк езидикән?
Мақалидә баян қилинишичә, японийә, җәнубий корийә, явропа, шималий америкиларда һөкүмәтни идарә қилишниң тәннәрқи һөкүмәт чиқиминиң 1% ни тәшкил қилиду, әң көп болғандиму 2% дин ашмайду. Әмма хитайда 46%. Демәк хитайда әмәлдарларниң тапавити башқа дөләтләрниң әмәлдарлиридин 40 һәссә көп. Хитайда нопусниң 1% игиму йәтмәйдиған һөкүмәт әмәлдарлириниң давалиниш хираҗити, пүтүн дөләт буйичә омуми давалиниш хираҗитиниң 80%ни тәшкил қилиду. Чәтәлләрдики 'капиталистлар' билән хитайдики 'пролетарият җәңчилири' ниң қайси хәлқни бәк езидикән?Хитай һөкүмитиниң чиқим түрлири башқа дөләтләрдә тепилмайду
Мақалидә баян қилинишичә, хитайда һөкүмәтниң башқурушидики йәп-ичиш паалийәтлиригә кетидиған пул 370 милярд йүән, һөкүмәтниң аптомобил чиқими398 милярд 600 милйон йүән, сәйли-саяһәт чиқими 240 милярд йүән, қимарда уттуруп чәткә аққузған пул сани 200 милярд йүән, һөкүмәтниң мушундақ чиқимлирини қошқанда җәми 1 терлийон 208 милярд 600 милйон йүән болиду.Бу сан пүтүн дөләт буйичә омуми давалиниш пулидин икки һәссә көп. Хитайниң омум мәһсулат қиммитиму, нопус бешиға тоғра келидиған киримиму японийидин төвән, әмма хитайда һөкүмәт хираҗитигә тайинип йәп - ичиш японийидин миң һәссә көп. Җәнубий корийиниң сиол шәһиридә мәхсус һөкүмәт әмәлдарлири үчүн аҗритилған аптомобил сани аран 14. Демәк, хитай һөкүмитидә бар бундақ ғәлитә чиқим түрлири башқа дөләтләрдә тепилмайду.
Дуня буйичә һәшәмәт - сөләт үчүн қоллинидиған буюмларниң биринчи чоң херидари ким?
Мақалидә баян қилинишичә, хитайда әмгәк күчиниң тәннәрқи һиндистандин төвән. Хитайда 80% адәмниң турмуши африқидин пәрқләнмәйду. Әмма хитайда нопусниң 0.4% Ни тәшкил қилидиған адәм пүтүн дөләттики 70% байлиқни игиливалған. Дунядики әң қиммәт зиннәт буюмлириниң херидари һазир мушу кишиләр. Дунядики әң қиммәт зиннәт буюмлириниң 20% тин артуқини һазир мушу кишиләр сетивеливатиду. Хитай 2011 - йилида дуня буйичә һәшәмәт- сөләт үчүн қоллинидиған әң қиммәт зиннәт буюмлириниң биринчи чоң херидариға айлиниду.Мәзкур мақалиниң аптори мақалисигә, хитайда юқириқи адаләтсиз сан-сефирларни кәлтүрүп чиқарған һөкүмәтни идарә қилидиған вен җябавниң рәсимини чаплап қойған.
Буниңдин кейинки 10 йил хитайда аҗайип чоң өзгириш болидиған йиллар
Бошүн тор гезитидә тәһлил қилинишичә, буниңдин кейинки 10 йил хитайда аҗайип чоң өзгириш болидиған йиллар. Хитайдики ху җинтав - вен җябав һөкүмити һазир, хитайдики бу иҗтимаий мәсилини һәл қилиш үчүн, пәқәт қаршилиқларни бастуруш арқилиқ 'җәмийәтниң муқимлиқини әң төвән дәриҗидә болсиму тутуп туруш', ' тәбии апәт көрүлсила, хәзинидики пулни парчилап, қутқузуш елип бериш' тин ибарәт иккила тәдбиргә тайинип қалди.Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.