2017-Йил түркийәдики уйғур дәваси үчүн қандақ бир йил болди?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.12.29
turkiyede-uyghur-mesilisi-tv-erkin-ekrem.jpg Доктор әркин әкрәм түркийә “қанал а телевизийиси” дә уйғур мәсилиси тоғрилиқ риясәтчиниң соаллириға җаваб бәрмәктә. (Нәқ мәйдандин тарқитилған телевизийә программисидин сүрәткә тартилған) 2014-йили 15-феврал, түркийә.
RFA/Arslan

Түркийә бурундин тартип һәр хил сәвәбләр түпәйли вәтинидин айрилған уйғурлар панаһлиқ тиләп келиватқан дөләтләрдин бири. 1949-Йили коммунист хитай һакимийити уйғур диярини игилигәндин кейин әйни замандики өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң муавин рәиси мәмәтимин буғра, баш катипи әйса йүсүп алиптекинләр 1954-йили түркийәгә келип, һәр хил йоллар билән “шәрқий түркистан дәваси” ни түркийәгә, түркийә арқилиқ дуняға аңлитишни башлиған вә кейинчә түркийә уйғур дәвасиниң мәркәзлиридин биригә айланған иди. Түрк хәлқи уйғур диярини өзлириниң ана юрти, уйғур дияридики түркий хәлқләрни қериндаш дәп қариғачқа, һәр даим уйғур дәвасиға игә чиққан.

Ундақта 2017-йили түркийәдики уйғур дәваси үчүн қандақ бир йил болди? түркийә-хитай мунасивити үчүнчу? уйғур тәшкилатлири 2018-йили немиләрни қилмақчи? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм, уйғур хәвәр вә тәтқиқат тор гезитиниң мәсули һамит гөктүрк вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтулла оғузхан әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор әркин әкрәм әпәнди 2017-йилиниң түркийәдики уйғурлар үчүн 1997-1998-йилидикидәк начар бир йил болғанлиқини, шәрқий түркистан дәвасиниң бәзи чәклимиләргә учриғанлиқини баян қилди. 

Доктор әркин әкрәм әпәнди 2017-йилида түркийә һөкүмити хитай билән йеқинлишиш үчүн шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәклигән болсиму, йәнә бир тәрәптин мисирдин түркийәгә кәлгән уйғур оқуғучилар вә мусапир уйғурларға узун муддәтлик иқамәт бериш арқилиқ уйғурларниң көңлини елиш сиясити елип барғанлиқини баян қилди.

Зияритимизни қобул қилған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди, шәрқий түркистан дәвасиниң 2017-йилида 2016-йилқиға қариғанда көтүрүлгәнликини, болупму 2017-йилиниң иккинчи йеримидин башлап көтүрүлүшкә йүзләнгәнликини мисал билән чүшәндүрди. 

Уйғур хәвәр вә тәтқиқат тор гезитиниң мәсули һамит гөктүрк әпәнди 2017-йилиниң башлирида уйғур мәсилиси күн тәртиптин чүшүп қалған болсиму, 2017-йилиниң оттурилиридин тартип түрк ахбаратлирида қайтидин күн тәртипкә келишкә башлиғанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди, түркийә һөкүмитиниң, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң тәрәққий қилдуруш сияситини йолға қоюватқанлиқини, түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң буниңға қарап турмай түрк җамаәтчиликиниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүш сиясити елип бериши керәкликини тәкитлиди. 

Түркийәдики бәзи мутәхәссисләр түркийәниң явропа дөләтлири вә америка қошма штатлири билән болған мунасивитиниң йириклишишиниң өткүнчи бир иш икәнликини, хитай билән йеқинлишиш сияситиниң йеқин кәлгүсидә ахирлишиши мумкинлики вә уйғур дәвасини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.