Афғанистанда тутқун қилинип хитайға қайтурулған уйғурлар һәққидики вәқәниң тәпсилати ашкариланди (1)
2016.02.23

Афғанистанлиқ икки нәпәр шаһит йеқинда радиомиз зияритини қобул қилип, өткән йили афғанистан даирилири тәрипидин тутқун қилинип хитайға тапшуруп берилгән 24 нәпәр уйғур һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Буниңдин бир йил бурун, йәни 2015-йилиниң феврал айлирида афған даирилириниң он нәччә уйғурни тутқун қилип хитайға өткүзүп бәргәнлики ройтерс агентлиқи, “дипломат” гезити, “әл-җәзирә” телевизийиси вә радиомизниң уйғур бөлүми арқилиқ хәвәр қилинған иди.
Афғанистан даирилириниң тунҗи қетим өз тәвәликидә сода-тиҗарәт билән шуғуллиниватқан уйғур муһаҗирлар вә уларниң хотун, бала-чақилиридин болуп 24 кишини тутқун қилиши вә уларни хитайға тапшуруп бериши әйни чағда дуня җамаәтчиликиниң күчлүк диққитини қозғиған иди.
Бу вәқә афғанистанда әшрәф ғәни һөкүмитиниң йеңидин һакимийәт бешиға чиққан мәзгилидә йүз бәргән.
Көзәткүчиләр, әшрәф ғәни һөкүмитиниң өз қошниси пакистандин үлгә елип иқтисадий мәнпәәт үчүн өзлири билән диндаш болған вә миңларчә йиллар инақ қошнидарчилиқ қилип кәлгән уйғурларни қурбанлиқ қилишқа башлиғанлиқини илгири сүргән иди.
Радиомиз зияритини қобул қилған шаһитларниң бири ибраһим уйғур болуп, у 1960-йилларниң башлирида уйғур елидин афғанистанға көчүп чиққан уйғурларниң пәрзәнти. У афғанистанда туғулған вә әйни чағдики совет-афғанистан урушиға қатнашқан.
Шаһитларниң йәнә бири афғанистанда узун мәзгил яшиған, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған уйғур аял.
Мәзкур икки нәпәр шаһит әйни чағда өзлири көргән вә билгән әһвалларни баян қилиш арқилиқ афған даирилириниң өз тәвәликидә тиҗарәт билән шуғуллиниватқан уйғурлар вә уларниң хотун, балилиридин болуп 24 нәпәр кишини қандақ тутқун қилғанлиқини вә уларни хитайға қандақ өткүзүп бәргәнликини ашкара қилди.
Биз мәзкур вәқә һәққидә афғанистан һөкүмәт тәрәпниң инкасини елиш үчүн афғанистанниң вашингтонда турушлуқ әлчиханисиға телефон қилдуқ. Телефонимиз гәрчә афған әлчиханисиниң таратқу вә аммиви мунасивәт бөлүми башлиқи билал әсқәрияр әпәндигә уланған болсиму, лекин қарши тәрәп телефонни алмиди.
Әйни чағда афғанистандин хитайға қайтурулған 24 нәпәр уйғурниң кейинки тәқдириниң қандақ болғанлиқи һәққидә һазирғичә һечқандақ мәлумат йоқ.
(Давами бар)