Австиралийәниң аделайд шәһиридә уйғур җамаитиниң учришиши өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.02.18
erkin-sidiq-awstraliye-uyghur.jpg Австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң уюштуруши билән өткүзүлгән аделайдтики уйғур җамаитиниң учришиш паалийитигә алаһидә тәклип қилинған америка аләм қатнишиши идарисиниң мутәхәссиси доктор әркин сидиқ әпәнди сөз қилмақта. 2019-Йили 18-феврал, австралийә.
RFA/Arslan

18-Феврал күни мәркизи австиралийәниң аделәйд шәһиригә җайлашқан австиралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң уюштуруши билән аделайдтики уйғур җамаитиниң учришиш паалийити өткүзүлгән.

Америка аләм қатнишиши идарисиниң мутәхәссиси доктор әркин сидиқ билән канадада яшаватқан дуня уйғур қурултийи муһаҗирлар комитетиниң мудири мәмәт тохти әпәндиләр бу паалийәткә алаһидә тәклип қилинған һәмдә муһим сөз қилған.

Австиралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәд түркистани әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи паалийәтниң әһвалини тонуштурди. Нурмуһәмәд түркистани бу қетимқи паалийәтни уюштуруштики мәқсәтниң хитайниң зулумиға қарши туруш, хәлқара җамаәтниң қоллишини қолға кәлтүрүш һәмдә өз ара бирлик-баравәрлик асасида уйғур җамаити арисидики қериндашлиқ меһри-муһәббәтни күчәйтиштин ибарәт икәнликини билдүргән.

Йиғинда уйғур алими әркин сидиқ сөз қилип, һазирқи қийин вәзийәттә муһаҗирәттики уйғурларниң немиләрни қилалайдиғанлиқи һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойған.

Мәмәт тохти әпәндиму җамаәткә уйғурларниң нөвәттики вәзийити, дуня уйғур қурултийи муһаҗирлар комитетиниң йеқиндин буян елип барған паалийәтлири һәққидә сөз қилған.

Йиғинда нөвәттә муһаҗирәттики уйғурлар арисида өткүзүлүватқан “мәнму уйғур”, “туғқанлирим қәйәрдә” қатарлиқ паалийәтләрни күчәйтишниң муһимлиқи, австралийәдики уйғурларниңму бу хил паалийәтләргә актип иштирак қилип, уруқ-туғқанларниң рәсимлирини көтүрүп чиқип, хитайниң қәбиһ қилмишлирини дуняға паш қилиши керәклики оттуриға қоюлған.

Йиғинда йәнә дини алим абдусалам алим инсанниң зулумға қарши турушиниң зөрүрлүки, мусибәткә қандақ бәрдашлиқ бериш вә сәбир қилишниң әһмийити шундақла зулумдин қутулушниң чиқиш йолини тепиш тоғрисида “қуран кәрим” дин айәтләрни дәлил көрситип, муһим сөз қилған.

Паалийәт җәрянида йәнә аделайд шәһиридә австралийә бойичә юқири нәтиҗиләр билән оқуватқан 3 нәпәр уйғур алий мәктәп оқуғучиси австралийә шәрқий түркистан җәмийити тәрипидин мукапатланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.