Билал уйғурниң “әркинлик марши” йүрүшиниң нәтиҗиси болдиму?

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.08.09
Билал малик уйғур:“әркинлик марши марафон йүрүшидики башланғуч пәрдиниң ечилиши, дәп ‍ойлаймән” Билал малик уйғур “әркинлик марши” намлиқ сәпири үстидә. 2021-Йили июл, канада.
Social Media/ Bilal Malik

Канададики уйғурлардин билал малик уйғур канада баш министириға өзиниң тәләп хетини йәткүзүш үчүн 2021-йили 7-айниң 4-күни торонто шәһиридин йолға чеқип, канададики 10 нәччә шәһәрдин пиядә меңип өтүп, 7-айниң 19-күни пайтәхт оттаваға йетип барғаниди.

Әйни вақитта радийомиз бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәргәниди. Билал шу вақитта 500 километирға йеқин йолни пиядә меңип, өзиниң төт түрлүк тәлипи йезилған мәктупни баш министир ишханисиға йәткүзгәнликини ейтқаниди. Мәктуптики төт түрлүк тәләп мунулар иди: биринчи, канада парламенти алған уйғур ирқий қирғинчилиқ қарарини канада һөкүмитиниң рәсмий етирап қилишини тәләп қилиш; иккинчи, канада һөкүмити бу қарарға қарита рәсмий һәрикәт қоллиниш. Үчинчи, канада олимпик комитети бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш; төтинчи, түркийәдә туруватқан уйғур панаһлиқ тилигүчиләрни канадаға йәрләштүрүш.

Билал бу пиядә йол меңиш һәрикитини “әркинлик марши” дәп атиған болуп, кишиләрниң хитай һакимийитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлири һәққидики тонушини өстүрүшни мәқсәт қилғаникән. Билалниң бу 15 күнлүк пиядә сәпири һәққидә “қадақ басқан қанлиқ йол” (Blistered Bloodlines) намлиқ бир һөҗҗәтлик филимму ишләнгән икән. Корона вабаси түпәйли бу филимни ишләш вә тарқитиш ишлири кәйнигә сүрүлгән болуп, йеқинда бу һөҗҗәтлик филим чоң-кечик фестивалларда қоюлушқа башлиған.

Биз билалниң 15 күн җәрянида путлириниң қадақ бесип кәткинигә қаримастин, 500 километир йолни пиядә бесип баш министирға йәткүзгән хетиниң нәтиҗисини билип беқиш үчүн униң билән қайта алақиләштуқ.

У зияритимиз җәрянида әйни вақиттики җапалиқ 15 күнлүк сәпәрдин кейинки нәтиҗиләрни сөзләш билән бир вақитта, сәпәр җәрянида йәрлик хәлқ районлириниң биридә йүз бәргән бәкму тәсирлик бир вәқәни әсләп өтти. Әмма бу вәқә әйни вақитта һөҗҗәтлик филимға елинмай қалған икән.

Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.