Уйғур көзәткүчиләр: хитай қораллиқ күчлири байда ана вә балиларни пәрқләндүрмиди, йәнә инсаний қелиптин чиқти
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.11.24
2015.11.24
Photo: RFA
Бай көмүркан һуҗуми һәққидә йеқинқи 10 күн ичидә 3-қетим хәвәр бәргән хитай мәтбуатлири ахтуруш мәшғулатиниң 56-күнидә 28 гумандарни өлтүргәнликини ашкарилиған болсиму, әмма гумандарлар арисидики ана вә балилар һәққидә мәлумат бәрмиди. Әмма хитайниң хәвәрлиридә илгири радиомиз елан қилған издиливатқан гумандарлар арисида аз дегәндә 7 нәпәр ана вә балиларниңму барлиқи һәққидики учурниң чинлиқини инкар қилидиған мәлуматму берилмиди.
Бүгүн бу һәқтә радийомизда пикир баян қилған сиясий көзәткүчи илшат әпәнди, хитайниң гумандарлар арисидики ана вә балиларни аман қоймаслиқини инсан қелипидин чиққанлиқ дәп әйиблисә, адвокат нури түркәл бу һәрбий иҗраатниң “қанундин еғиз ечишқа болмайдиған, бир қирғинчилиқ” икәнликини оттуриға қойди.