Әнгилийә парламент әзаси нусрәт ғәни ханим вә явропа парламентиниң әзаси рейнхард бутикөфер әпәнди билән мәхсус сөһбәт

Мухбиримиз нуриман
2022.04.13
nusret-ghani-1 Әнглийә консерватиплар партийисиниң парламент әзаси нусрат ғени (оттурида) вә иин данкан симис (оңда) уйғурлар билән бирликтә әнглийә парламентини “уйғур ирқий қирғинчилиқи” етирап қилишқа чақирмақта. 2021-Йили 22-апрел, лондон.
AFP

Әнгилийә парламент әзаси нусрәт ғәни (Nusrat Ghani) ханим билән явропа парламентиниң әзаси рейнхард бутикөфер (Reinhard Bütikofer) әпәнди, уйғурлар учраватқан еғир зулумни тохтитиш үчүн хитайға қарита җаза тәдбири қоллиништа вә уни иҗра қилиништа муһим рол ойниған сиясийонлардин һесаблиниду.

Йеқинда америка уйғур бирләшмиси билән уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бирликтә нусрәт ғәни вә рейнхард бутикөферни өз ичигә алған “уйғур достлири” ға миннәтдарлиқ билдүрүш паалийити өткүзгән иди. Биз бу мунасивәт билән әнгилийә парламент әзаси нусрәт ғәни ханим вә явропа парламентиниң әзаси рейнхард бутикофер әпәнди мәхсус сөһбәт өткүздуқ.

dostluq-yighini-10.jpg

Юқиридики аваз улиниши арқилиқ мухбиримизниң улар билән өткүзгән мәхсус сөһбитиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.