Доктор әркин әкрәм: “хитайниң 20 йилдин бери түркләргә қилған тәшвиқатиниң пайдиси болмиди”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.05.25
tor-gezite-chiqqan-xewer.jpg haberyildizi.com Намлиқ тор гезитидә чиққан хәвәр.
RFA/Erkin Tarim

24-Май күни Haberyildizi.com Намлиқ тор гезитидә “түрк һәйити хитайниң уйғур аптоном районини екскурсийә қилди” мавзулуқ хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә уйғур аптоном районини зиярәт қилған университет оқутқучилири, журналистлар вә тәтқиқатчилардин тәркиб тапқан һәйәтниң хитайдики мусулманларниң динлирини өгиништә вә диний турмушида зор кәңчиликкә игә икәнликини баян қилғанлиқи йезилған. Хәвәрдә һәйәттә орун алған түркийә хәлқара истратегийәлик тәтқиқат мәркизи муавин мудири профессор доктор сәлчуқ чолақуғлуниң шиән вә үрүмчидики мусулманларни көргәндин кейин бәргән баянатиғиму орун берилгән. У, баянатида мунуларни дегән: “зияритим җәрянида хитайдики диний әркинликләрни көрүш пурситигә игә болдум. Пүтүн кишиләр өз динини өгиниш һәқ вә һоқуқиға игә икән. Болупму мусулманларниң дини ибадитини ада қилиш әркинликигә игә икәнликини көрдуқ. Шиән билән үрүмчидики мәсчитләрдә, шундақла биз екскурсийә қилған ислам институтидики кишиләр билән учраштуқ. Диний хадимлар билән учраштуқ, һечқандақ чәклимигә учримай диний ибадитини ада қиливатқанлиқини көрдуқ.”

Бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм вә қәһриманмараш сүтчи имам университети диний илимләр факултети оқутқучиси доктор алимҗан буғда әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор әркин әкрәм хитай һөкүмитиниң 20 йилдин бери түрк һәйәтләргә ислам институти билән үрүмчидики мәсчитләрни екскурсийә қилдуруп уйғур диярида диний әркинлик барлиқини илгири сүрүватқан болсиму, һәтта бу һәқтә көп санда мақалиләр йезиливатқан болсиму, буниң һечқандақ үнүми болмайватқанлиқини баян қилди.

Доктор алимҗан буғда әпәнди өзиниң 1987-йилидин 1992-йилиғичә ислам институтида оқуғанлиқини, у мәзгилдиму мусулман дөләтлиридин кәлгән һәйәтләрни екскурсийәгә әкелип оқуғучилар билән җүмә намизи қилдурғанлиқини, аз санда кишиләрни һесабқа қошмиғанда көп кишиниң хитайниң бу сияситигә алданмайдиғанлиқини, чүнки һәқиқәтниң дуняға аян икәнликини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.