Турди ғоҗа: “америкидики яш тәшкилатимиз риқабәт ичидә йәниму күчләнгүси”
2013.11.19

Америка пайтәхти вашингтонни мәркәз қилип паалийәт елип бериватқан “уйғур америка бирләшмиси” йеқинда 15 йиллиқини қутлиди. Уйғур америка бирләшмиси, америкида яшаватқан уйғурларниң иҗтимаий тәшкилати болупла қалмастин, уйғурларниң дуня миқясида тинчлиқ билән елип бериватқан мустәқиллиқ давасидики паалийәтчан бир сиясий тәшкилаттур. 2004-Йилидин башлап, америка кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш фондиниң “уйғур кишилик һоқуқ программиси” ға мәхсус фонд аҗритиши, уйғур америка бирләшмисиниң бурулуш нуқтиси болди, йәни уйғур америка бирләшмиси бу фондниң ярдими билән системилиқ, қәрәллик һалда уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ мәсилилири, түрлүк бесимлар һәққидә пакитлиқ учур топлап доклатлаштуруп, америка һөкүмити вә хәлқара тәшкилатларни уйғурлар һәққидә учур вә материял асаси билән тәминләп кәлмәктә.
Уйғур америка бирләшмисиниң асасини тиклигүчиләрдин уйғур америка бирләшмисиниң 2000-йилдин 2002 йилғичә вәзипә өтигән, бирләшминиң сабиқ рәиси турди ғоҗа әпәнди, уйғур америка бирләшмисиниң 15 йиллиқи мунасивити билән зияритимизни қобул қилип, бу тәшкилатниң қурулуши, нишани вә алдидики риқабәтләр һәққидә тохталди.
Юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң турди ғоҗа әпәнди билән өткүзгән сөһбитини аңлиғайсиләр.