Даңлиқ уйғур боксчи абдурешит абдурахманоф алмутада аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.05.23
Dangliq-bokschi-addureshit-abdurakhmanof.jpg Даңлиқ уйғур боксчи мәрһум абдурешит абдурахманоф вә униң еришкән медаллири.
RFA/Oyghan

Қазақистандики атақлиқ тәнһәрикәтчи, даңлиқ боксчи вә кино артиси абдурешит абдурахманоф 72 йешида алмутада вапат болди. Шу күни қазақистанниң көплигән аммиви әхбарат вастилири бу һәқтә хәвәр елан қилди.

18-Май күни өткән униң дәпнә мурасимиға уйғурлардин ташқири йәнә қазақ, рус, өзбек, түрк вә башқа көплигән милләт вәкиллири қатнашти. Шу күни алмута шәһиридики “юлтуз” ресторанида өткән хатириләш мурасимидә серик сапийеф, йермахан ибраһимоф, виктор демяненко, каримҗан абдурахманоф қатарлиқ қазақистанниң даңлиқ боксчилири, зиялийлар, җәмийәтләр вәкиллири, мәрһумниң сәпдашлири, шагиртлири абдурешит абдурахманофни әсләп өтти. Мурасимда қазақистанниң мәдәнийәт вә тәнһәрикәт министири аристанбек мухамедулиниң вә қазақистан миллий олимпик комитетиниң президенти тимур қулибайефниң әвәткән тәзийәнамилири оқулди.

Қазақистан тәнһәрикәт академийәсиниң оқутқучиси, бокс бойичә қазақистанниң хизмәт көрсәткән тренери хәмит бәрайефниң ейтишичә, абдурешит абдурахманоф чемпийон болған вақитларда совет иттипақида кәспий бокс мәний қилинған болуп, пәқәт һәвәскар боксчиларла болған икән. Пәқәт қазақистан мустәқил боғандин кейин кәспий боксқа алаһидә әһмийәт берилишкә башлиған. Абдурешит абдурахманоф шуниңдин буян қазақистан боксиниң тәрәққиятиға өзиниң салмақлиқ төһписини қошушқа башлиған икән.

Хәмит бәрайеф мундақ деди: “җумһурийәттә у узақ вақит биринчиләрдин болди. Әмма кейинчә у боксни ташлашқа мәҗбур болди. Шу вақитларда униң тренери меңгерей хайрутдинофниң кетип қелип, униң орниға станислаф болдиреф келип, абдурешит акиға тренерлиқ қилди. Мана шу вақитларда абдурешит абдурахманоф билән биллә мәшқләнгән тәнһәрикәтчиләр елимиздә көп болған иди. Абдурешит абдурахманоф мән үчүн бир үлгә болған иди. Униң исми һәқиқәтәнму хәлқ ичидә ривайәткә айланди. Кейинрәк у кинода рол елишқа башлиди. У шу вақитларда қирғизистанниң хизмәт көрсәткән артиси дегән атаққиму муйәссәр болди. Көплигән қазақистанлиқ боксчилар абдурешит акиниң мәктипидин өтүп, чемпийон болди. У өзини уйғур хәлқиниң вәкили дәп һесаблатти. Шу вақитларда “совет тәнһәркити” дегән журналда мақалә елан қилинип, униңда абдурешит акиниң миллити уйғур дәп көрситилгән иди.”

Игилишимизчә, абдурешит һаким оғли абдурахманоф 1946-йили алмута шәһиридә дуняға кәлгән болуп, кичикидинла бокс билән шуғуллинишқа киришкән. У оттура мәктәпни, андин 1975-йили тәнһәрикәт институтини тамамлиған. Абдурешит абдурахманоф хәлқара дәрижидики тәнһәрикәт маһири дегән атаққа еришкән тунжа қазақистанлиқ боксчи болуп, 1970-вә 1971-йиллири әйни вақитлардики совет иттипақиниң бокс бойичә икки мәртәм чемпийони аталди. У 1969-йили совет иттипақиниң лоңқисини йеңивалған һәм америка, явропа, африқада өткән хәлқара мусабиқиләрниң ғалиби аталған.

Зияритимизни қобул қилған абдурешит абдурахманофниң шагиртлиридин бири, бокс бойичә совет иттипақи вә явропаниң күмүш һәм мис мукапат саһиби, қазақистанниң хизмәт көрсәткән тренери каримҗан абдурахманоф абдурешит абдурахманоф тренерлиқ қилған қазақистанниң яшлар командиси 1980-йилларниң башлирида совет иттипақида өткән мусабиқиләрдә көплигән утуқларға йәткәнликини билдүрди. У мундақ деди: “униңға пәқәтла боксчилар керәк болди. У боксчиларни қазақ, рус, уйғур дәп милләткә айриматти. Омумән совет вақтида милләткә бөлүш йоқ иди. Сән пәқәт боксчи, сән пәқәт әмгәк қилип, йеңишиң лазим иди. Абдурешит ака өзиму шундақ адәм болған. У әмгәк сөйгүчи, өзиниң кәспигә садиқ киши иди. Һәммиси униң атақлиқ боксчи икәнликини биләтти. У бизни бир йәргә башлап барса, биз сөзсиз йеңидиғинимизға ишинәттуқ. У биз үчүн роһ, биз үчүн пәқәт тренерла әмәс, бәлки һәм дост, һәм ака, һәм устаз иди. У өзиниң кәспидин ташқири рәссамму, һәйкәлтарашму болған. Қисқиси, у көптәрәплимилик адәм иди. Бизгә нисбәтән даим меһрибанлиқ қилатти. Биз һаятимизда мушундақ адәмниң болғанлиқидин пәхирлинимиз.”

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистанниң хәлқара дәриҗилик тренери закир абдуқадироф абдурешит абдурахманофниң көп қирлиқ вә талантлиқ адәм болғанлиқини тәкитлиди.

У йәнә абдурешит абдурахманофниң исминиң уйғур елиниң бәзи атақлиқ тәнһәрикәтчилиригиму яхши тонуш болғанлиқиниң оттуриға қоюп, мундақ деди: “уйғур аптоном райониниң тәнһәрикәт башлиқи абликим ака талантлиқ балиларни издәп, бокс, валейбол, муштлишиш вә башқиларни қуруп бәргән. Болупму боксқа җиқ көңүл бөлгән. Вәтәндин уйғурлар бу йәргиму келип өгәнгән. Улар һазир бу йәргә чоң-чоң мусабиқиләргә келиватиду. Бурунқидәк пат-пат келәлмәйду, сиясәт өзгирип кәтти. Улар абдурешит акини бәк яхши тонуйдикән. Уни бәк яхши көриду вә һөрмәтләйду.”

Мәлум болушичә, абдурешит абдурахманоф 224 қетим йәкму-йәккә бокс мусабиқисигә қатнишип, 210 қетимда йәңгән. У қазақистанда шәрқниң муштлишиш түрлирини раваҗландурушқа салмақлиқ төһпә қошқан һәмдә бокс, кикбоксиң, йәни әркин муштлишиш, вушу-санда, йәни чамбашчилиқ, тайландчә бокс бойичә көплигән атақлиқ тәнһәрикәтчиләрни тәрбийиләп чиққан. У қазақистанда вә униң сиртида пәқәт тәнһәрикәтчи сүпитидила әмәс, бәлки талантлиқ кино артиси сүпитидиму кәң тонулған иди.

Абдурешит абдурахманоф 20 гә йеқин филимда рол елип, уларниң бәзилиридә баш ролларни ойниған. Атақлиқ қирғиз язғучиси чиңғиз айтматофниң “боранлиқ бекәт” намлиқ филимида баш ролни ойнап чиққан абдурешит абдурахманоф 1996-йили германийә пайтәхти берлинда өткән кино фестивалида дуня кино сәнитигә қошқан төһписи үчүн “алтун камера” мукапитиға еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.