Хитай мулаһизичилири нөвәттики уйғур дияри сиясий вәзийитини мулаһизә қилди
2013.07.18
Йеқинда йеңи таңлиқлар телевизийә қанилиниң қизиқ нуқтилар һәққидә бәс муназирә программисида, 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқи һарписида уйғур диярида йүз бәргән бир қанчилиған чатма тоқунушлар мунасивити билән, уйғур хәлқиниң нөвәттики сиясий, иқтисади вә мәдәнийәт әһвали вә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан сияситиниң маһийити һәққидә бәс муназирә елип берилди. Программиға америка уйғур уюшмисиниң муавин рәиси елшат әпәнди билән хитай сиясий обзорчиси чең покуң әпәнди тәклип қилинған.
Чәтәлләрдә яшаватқан хитай зиялийлириниң уйғур дияриниң универсал вәзийитигә қандақ баһа бериватқанлиқини кәң радио аңлиғучилиримиз билән ортақлишиш мәқситидә чең покуң әпәндиниң сиясий мулаһизисини диққитиңларға сундуқ.
Тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.