Шиветсийә дөләтлик радиоси “хитай әлчиханисидики җасуслуқ һәрикити” дегән темида аңлитиш бәрди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2015.04.23
babur-mexsut-305.jpg Рәсимдики қолини көтүрүп турған әр бабур мәхсут, оң тәрәптики хитай аял шиветсийәдин қоғлап чиқирилған хитай аял дипломат җов лулу. 2010-Йили.
svd.se din elinghan

Шиветсийә дөләтлик радиоси нәччә ай тәйярлиқ қилип ишлигән “хитай әлчиханисидики җасуслуқ һәрикити” дегән темидики программа 17-апрелдин башлап шиветсийә радиоси вә радио тор бетидә тарқитилди.

2009-Йили шиветсийәдә ашкарилинип, қолға елинған хитай җасусиниң хитай әлчиханиси үчүн қандақ шәкилдә җасуслуқ елип барған иш паалийәтлири, бу программида шиветсийә истихбарат идариси анализ бөлүминиң башлиқи, мәзкур делодики баш содийә, шиветсийәдики уйғуршунас мутәхәссис, җасусниң адвокати, шиветсийәдә паалийәт қиливатқан икки уйғур тәшкилатниң мунасивәтлик рәһбәрлири қатарлиқ бир қисим гуваһчиларни зиярәт қилиш арқилиқ тәйярланди.

Зиярәткә қатнашқан уйғур маарип уюшмисиниң муавин рәиси ниҗат турғун программида исми алим дәп тәқлид қилинған җасусниң бабур мәхсут икәнликини ашкарилиди. Программа вақти бир йерим саәт болуп, үч күн уда тарқитилди.

Ниҗат турғунниң баян қилишичә, программида бабур мәхсутниң шиветсийә ичи -сиртидики уйғур тәшкилатлар арисиға қандақ сиңип кирип, тәшкилатлардики учурларни қандақ қолға чүшүргәнлики, шиветсийәдики сиясий актипларниң изиға қандақ чүшкәнлики вә уларға мунасивәтлик учурларни қандақ топлиғанлиқи, топлиған учурларни қайси шәкилдә хитай әлчиханисидики истихбарат ишлириға мәсул хитайға бәргәнлики, шу вақитта бабурниң җасуслуқ һәрикити шиветсийә истихбарат идариси тәрипидин қандақ паш қилинғанлиқи, шу вақиттики һөкүмәтниң бу вәқәгә алақидар қилған баянлири тоғрисидики тәпсилатлар тонуштурулған.

Бабур мәхсут 2009-йили 6-айниң 4-күни рәсмий қолға елинған болуп, шиветсийә юқири сот мәһкимиси тәрипидин 18 айлиқ қамаққа һөкүм қилинған. Бабур мәхсут тутулғандин кейин шиветсийә һөкүмити бабур мәхсут билән алақиси бар икки хитай дипломатини шиветсийәдин қоғлап чиқарди. Шиветсийә һөкүмити бу қетимлиқ җасуслуқ һәрикитини хитайниң юқири дәриҗидики җасуслуқ һәрикити дәп елан қилди. Бабур мәхсутниң җаза муддити тошқандин кейин һазирғичә йәнила шиветсийәдә яшаватқанлиқи мәлум болди.

Биз бу программиға тәклип билән қатнашқан уйғур маарип уюшмисиниң муавин рәиси ниҗат турғунни программа һәққидә көз қаришини елиш үчүн зиярәт қилдуқ. У, шиветсийә дөләтлик радиосиниң бу программини ишләштики мәқсити һәққидә өз көз қаришини ипадилиди.

У сөзидә йәнә, программа тарқитилғандин кейинки статистикида аңлаш, көрүлүш нисбитиниң юқири болғанлиқини, шиветсийә хәлқи арисидиму хитайниң шиветсийәдә елип бериватқан җасуслуқ қилмишиға қарита инкасларниң көпийиватқанлиқини һәмдә шивет хәлқиниң хитайниң җасуслуқ қилмишиға қарита тонушиниң өсүшигә пайдиси болғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.