Хитай билән русийәниң сүрийәни қоғдишидики сәвәбләр қайсилар?

Photo: RFA
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, америка даирилири өткән һәптә дәмәшқ сирти елип берилған химийилик қорал һуҗумида әсәд мустәбит һакимийитиниң қоли барлиқини елан қилди.
Хитай билән русийә әсәд мустәбит һакимийитигә қарши һәрикәт қоллинишқа пүтүн күчи билән қарши туруп кәлгән болуп, бу қетимму бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң сүрийә кризисиға қораллиқ арилишиш пикригә қаттиқ қарши турди.
Хитай билән русийәниң сүрийә пуқралириниң миңлап қирғин қилинишиға сәвәб болушидики амиллар қайсилар?
Биз бу тоғрисида америкида турушлуқ уйғур сиясий паалийәтчиси елшат һәсән әпәндим билән тәпсилий сөһбәт өткүздуқ.