Японийә иқтисад журнилида “28-июл йәкән вәқәси” гә аит мақалә елан қилинди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.12.04
yaponiye-zhurnal-yeken-weqesi-turmuhemmet-305.jpg Уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим тәрипидин йезилған “японийә иқтисад журнили” да нәшр қилинған “28-июл йәкән вәқәси” намлиқ мақалә. 2014-Йили, японийә.
RFA/Qutluq

Японийәдики нопузлуқ мәтбуатлардин бири болған иқтисад журнилиниң бу йиллиқ 11-санида “28-июл йәкән вәқәси” гә аит мақалә елан қилинған.

Японийә иқтисад журнили болса японийәдики мөтивәр содигәрләр, иқтисадшунаслар, сиясәтчиләр вә шундақла хитай билән иқтисадий иш бирлики елип баридиған карханичиларни асас қилған илмий журнал болуп, асияда тарқилиш тиражи көп болған журналлардин бири һесаблиниду.

Мәзкур журналда елан қилинған мақалидә, бу йил 28-июл йәкән наһийәсиниң елишқу қатарлиқ йезилирида йүз бәргән бир қатар қанлиқ вәқәләр вә шундақла бу вәқәләрниң хитай даирилири тәрипидин қаттиқ бастурулуш җәряни һәмдә вәқәниң һәқиқий әһвалини тор арқилиқ сиртқи дуняға ашкарилиғанлиқи сәвәбидин қолға елинип, хитай түрмисигә қамалған виҗдан мәһбуси абубәкир тоғрисида тохталған.

Мақалә, японийәдә көзгә көрүнгән уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим тәрипидин йезилған болуп, бүгүн зияритимизни қобул қилған мақалә саһиби доктор турмуһәммәт һашим мәзкур мақалиси һәққидә қисқичә тохтилип өтти.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.