Хитай даирилири корийә йерим арилида немә иш теримақчи?
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.05.21
2010.05.21
3 - Айниң 24 - күнидә корийә деңизида җәнубий корийиниң тйәнән бәлгилик парахоти туюқсиз деңизға чөкүп кетип, корийә деңиз армийисиниң 46 нәпәр әскири вапат болди.
5 - Айниң 19 - күни җәнубий корийә ташқи ишлар министири баянат елан қилип "наһайити ениқки, шималий корийә икки ай бурун чөкүп кәткән, тйәнән бәлгилик парахотниң чөкүп кетишини пәйда қилған дөләт" дәп көрсәтти.
Баянатта, "америка, әнгилийә, австралийә қатарлиқ дөләтләр алимлири тәкшүрүш елип берип пакитларни муқимлаштурди, тор пидоға ишләткән партлитиш дориси, 7 йил бурун шималий корийә һәрбийлири ишләткән тор пидониң партлитиш дориси билән охшаш болуп чиқти" дейилди.
Довий тор бети 5 - айниң 19 - күни хәвәр қилип, ақсарайниң баянатчиси робирт гибс баянат елан қилип "президент обама бу хил һәрикәтни әйиблиди. Шималий корийиниң таҗавузчилиқ һәрикити хәлқара қанунларни көзгә илмайдиған бир хил һәрикәт болуп, қобул қилғили болмайду. Бу хил һәрикәт шималий корийиниң хәлқарада йетим қелишини кеңәйтиду. Корийиниң қошнилириниң өз - ара һәмкарлиқини техиму күчәйтип, районниң бихәтәрликини, тинчлиқини қоғдаш ирадисини техиму чиңитиду деди" дәп көрсәтти.
5 - Айниң 20 - күни японийә һөкүмити, парахот вәқәсини тәкшүрүш доклати елан қилиш мунасивити билән вақитлиқ йиғин чақирип, йиғиндин кейин, японийиниң вәзири хату яма әпәнди, шималий корийини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини көрсәтти.
Японийә һөкүмитиниң баянатида "японийә җәнубий корийини қәтий қоллайду, японийә хәлқара җәмийәт билән бирликтә шималий корийини қаттиқ әйибләйду" дәп көрситилди. Баянатта йәнә, "бу тәвәликниң бихәтәрлики, тинчлиқи үчүн японийә давамлиқ америка, җәнубий корийә дөләтлири билән зич иттипақлишиду" дәп тәкитләнди.
Ли тйәншяв әпәнди 5 - айниң 21 - күни бүйүк ира тор битидә мақалә елан қилип мундақ көрсәтти "парахот вәқәсиниң паш болуп қалғанлиқидин җуңголуқларниң хушал болмиғанлиқи кишини чуңқур ойға салиду. Бу вәқәниң ашкара болуп қелиши, җуңгониң икки корийини "қошуп йейиш" тактикисинииң ашкарилинип қалғанлиқини көрсәтти. Шималий корийә билән һәрбий иттипақ түзгән җуңгониң, җәнубий корийә билән һәмкарлиқ мунасивити орнитиши, америка, җәнубий корийә мунасивитигә бир путини қоюштин дерәк берәтти...."
Ундақ болғанда, хитай мустәмликичилири корийә йерим арилида немә иш теримақчи болуватиду?
Ким җуңел 5 - айниң 3 - күни пойиз билән далйәнгә йитип кәлгәндә ваң җярүй алдиға чиқип қарши алди,бейҗиңға йитип кәлгәндә ши җинпиң, дәй биңго алдиға чиқип қарши алди. Даимий комитет әзалириниң һәммиси униң билән көрүшти. 5 - Айниң 6 - күни ху җинтав зияпәт берип ким җуңелни күтүвалди. Деңизда парахот чөкүп кетиш вәқәси йүз бәргәндин кейин,ким җуңел билән ху җинтавниң бейҗиңда учрашқанлиқи кишиләрни чоңқур ойға салмамду ?