Америка русийәниң вагнер ялланма әскәрләр гуруһиға ярдәм қилған хитай ширкитини җазалиди

Мухбиримиз әркин
2023.01.27

Америка һөкүмити 26-январ русийәниң украина урушиға қатнишиватқан вагнер қораллиқ ялланма әскәрләр гуруһиға ярдәм қилған бир хитай сүний һәмраһ ширкитини җазалиған. Мәлум болушичә, хитайниң хунән ‍өлкиси чаңша шәһиригә җайлашқан “чаңша тйәнйи аләм техникиси институти” намлиқ бу ширкәт вагнер гуруһини украинаниң сүний һәмраһ сүрәтлири билән тәминлигән. Һалбуки, вагнер гуруһи украинаға нәччә он миң қораллиқ ялланма әскәр йоллап, украинада уруш җинайити садир қилиш билән әйибләнмәктә иди.

Блумберг агентлиқиниң хәвәр қилишичә, “чаңша тйәнйи аләм техникиси институти” америка малийә министирлиқи 26-январ ембарго йүргүзгән 16 гәвдиниң бири болуп, бу ширкәтниң бейҗиң вә явропадики лйүксембург қатарлиқ җайларда иш башқармиси болған. Америка малийә министирлиқи чәтәл мүлкини контрол қилиш ишханисиниң бу һәқтики баянатида, чаңша тйәнйи аләм техникиси институтиниң русийәни база қилған терра техника ширкитини украина йәр түзүлүшиниң синтетик бирләшмә радар сүний һәмраһ сүрәтлири билән тәминлигәнлики, “бу сүрәтләр вагнер гуруһиниң украинада уруш һәрикәтлирини елип бериши үчүн топланғанлиқи” билдүрүлгән. Мәлум болушичә, америка малийә министирлиқи “чаңша тйәнйи аләм техникиси институти” ниң лйүксембургдики тармақ ширкитигиму җаза йүргүзгән.

“чаңша тйәнйи аләм техникиси институти” украина урушиға четилип америка тәрипидин җазаланған тунҗи хитай ширкити.

Байден һөкүмити илгири хитайни русийәниң украинаға таҗавуз қилишиға ярдәм бәрмәслик тоғрисида қаттиқ агаһландуруп, әгәр ярдәм бәрсә қаттиқ ақивәткә учрайдиғанлиқини билдүргән. Американиң хитай ширкитигә йүргүзгән җазаси байден һөкүмити бир қанчә күн аввал хитай ширкәтлириниң русийәниң украина урушиға ярдәм қиливатқанлиқиға аит дәлилләргә еришкәнликини елан қилип арқидинла йүргүзүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.