Биңтуән билән йәрлик мәмурий орунларниң бирлишиш қәдими тезлишиватамду?

Мухбиримиз җәвлан
2021.05.26

Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә биңтуән дөләт байлиқини назарәт қилиш вә башқуруш комитетлири йеқиндин маслишип, йеңи тәрәққият яритиш үчүн ортақ күрәш қилмақчи болған. 5-Айниң 21-күни бу икки комитет “истратегийәлик һәмкарлиқ келишими” имзалиған. Икки тәрәп дөләт байлиқи вә дөләт карханилириға мунасивәтлик “14-бәш йиллиқ пилан” түзүп, дөләт иқтисадий қурулмисини илғарлаштуруш, кәсип қурулмиси тәңшәш җәһәттики һәмкарлиқини күчәйтмәкчи, шу арқилиқ биңтуәнниң дөләт байлиқи вә дөләт карханилири ислаһатини илгири сүрмәкчи болған.

Биңтуән билән йәрлик мәмурий орунлар бир-бириниң давалиниш суғуртисини етирап қилишқа башлиған. Ақсу вилайитидики һәр қайси наһийә вә шәһәрләрдики давалиниш капалити идарилири биңтуән 1-девизийә дохтурханиси, арал шәһәрлик дохтурхана вә сәккиз туән-мәйдан дохтурханилири билән давалаш мулазимити келишими имзалиған болуп, биңтуән билән йәрликтики аһалиләрниң давалиниш суғуртиси бирләштүрүветилгән. Вилайәтлик давалиниш капалити идариси өзлири нуқта қилип бекиткән һәр қайси давалаш орунлириниң телевизор екрани вә башқа тәшвиқат супилирида биңтуән билән йәрликтики аммини бир туташ давалашқа аит сиясәт-бәлгилимләр вә давалиниш тәртипини тәшвиқ қилған.

Көзәтчиләрниң қаришичә, уйғур районидики биңтуәнниң тәсири һазир мислисиз күчийип кәткән болуп, юқириқи икки комитетниң аталмиш истратегийәлик һәмкарлиқида тилға елинған “заманиви йеза игилик вә тоқумичилиқ кәспини тәрәққий қилдуруп, биңтуән билән йәрликтә даңлиқ карханиларни бәрпа қилиш” пиланлири әмәлийәттә йәрлик һөкүмәтниң биңтуән үчүн хизмәт қилиш пиланидин ибарәт. Биңтуән билән йәрликниң давалиниш суғуртисиниң бирләштүрүлүши бу икки орунниң һәр қайси саһәләрдә бир гәвдилишишкә қарап маңғанлиқини көрситиду. Биңтуәнниң бу сүрәттә тәрәққий қилиши кәлгүсидә йәрлик һөкүмәтни қорчақ орунға айландуруп қоюши, байлиқниң һәммиси биңтуән тәрипидин монопол қилиниши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.