уйғур елидики иҗтимаий тәшкилатларни бир туташ башқуруш әмәлгә ашурулидикән

тәңритағ торидин берилгән хәвәрдин қариғанда, уйғур аптоном район даирилири уйғур елидики яшлар қурған барлиқ иҗтимаий тәшкилатларни бир туташ башқуруш үчүн "шинҗаң яшлар иҗтимаий тәшкилатлири аилиси" ни қуруп чиққан. униң қурулуш мурасими 12-айниң 26-күни үрүмчидә өткүзүлгән.

чәтәлләрдики көзәткүчиләр болса буни хитай һөкүмитиниң контролни күчәйтиш һәрикитиниң бир парчиси, дәп қаримақта. уларниң ейтишичә, уйғур елиниң партком секретари чен чүәнго кәлгәндин кейин уйғур елидики сиясий қамал йәниму күчәйтилгән болуп, бу тәдбир өз алдиға иш қиливатқан барлиқ иҗтимаий тәшкилатларни, җүмлидин яшлар қурған тәшкилатларни назарәт қилиш вә уни контрол қилип турушни мәқсәт қилидикән.

мәлум болушичә, һазир уйғур елида тизимға алдурған иҗтимаий тәшкилатлар 8698 гә йетидиған болуп, хәвәрдә ‹‹шинҗаң яшлар иҗтимаий тәшкилатлири аилиси›› қурулғандин кейин, йетәкләш, тәрбийәләш арқилиқ қелиплашқан яшлар иҗтимаий тәшкилатлири қуруп чиқилиду, дейилгән.