Уйғур аптоном районлуқ орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири езиз қеюм дело турғузулуп тәһқиқләнгән
2016.09.03
Ши җинпиңниң хитай компартийәси ичидики парихорлуқ вә хиянәтчиликни тазилаш оператсийәсиниң уйғур аптоном районида бир қисим уйғур әмәлдарларниму нишан қиливатқанлиқи мәлум болмақта.
Хитай алий хәлқ тәптиш мәһкимисиниң тор бетидин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур аптоном районлуқ орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири әзиз қәйюм үстидин дело турғузулуп, тәкшүрүлмәктикән.
Хәвәрдә дейилишичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ тәптиш мәһкимиси орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири әзиз қәйюмни пара елиш җинайитигә четишлиқ дәп дело турғузған. Тәптиш мәһкимиси йәнә әзиз қәйюмни тутуп туруп тәкшүрүшкә болидиғанлиқи вә һәтта делони ениқлаш үчүн униңға мәҗбурлаш тәдбири қоллинишқа болидиғанлиқи һәққидә қарар чиқарған.
Мәлум болушичә, әзиз қәйюм шаяр наһийәсидики асасий қатламдин өскән кадир болуп, 1990 - йилларда онсу наһийәсигә һаким, кейинчә ақсу вилайәтлик парткомниң һәйити, ақсу вилайитиниң муавин секретари қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. 2003 - Йилидин кейин уйғур аптоном районлуқ деһқанчилиқ назаритиниң назири, орманчилиқ назаритиниң назири қатарлиқ вәзипиләрни атқузған. 2016 - Йили 5 - айдин буян уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң муавин баш катипи вәзиписигә йөткәлгән икән.
Көзәткүчиләр, уйғур аптоном районлуқ тәптиш мәһкимисиниң сабиқ назир әзиз қәйюм үстидин турғузған делосиниң мәҗбурлаш характерини алғанлиқиниң өзи гуман пәйда қилиду, дәп қаримақта.