Әнглийә һөкүмити хитайниң җасуслуқ һәрикитигә тақабил туруш үчүн хитайға беридиған визаларни қисқартидикән
2024.03.14
Әнглийә һөкүмити хитайниң җасуслуқ һәрикитигә тақабил туруш үчүн, хитайдин рәсмий зиярәт баһаниси билән келидиған кишиләрниң санини тизгинләшни ойлашмақтикән.
“блумберг гезити” ниң хәвиридин қариғанда, әнглийәгә һөкүмәт вә тиҗарәт ишлири үчүн рәсмий зиярәт билән келидиғанларға адәттә арқа көрүнүш тәкшүрүш тәлипи қоюлмайдикән. Шуңа әнглийә риши сунак һөкүмити бу системиниң хитай һөкүмити тәрипидин суйиистемал қилинип, хитай җасуслириниң әнглийәгә киришигә қулайлиқ яритип беришиниң алдини елиш үчүн хитай пуқралириға берилидиған рәсмий зиярәт визилирини қисқартмақчи болған.
Исмини ашкарилашни халимиған бир һөкүмәт әмәлдариниң “блумберг” қа билдүрүшичә, әнглийәниң мунасивәтлик даирилири рәсмий зиярәтләрниң санини қандақ контрол қилиш, санини қандақ бекитиш вә дөләтниң қоллишидики зиярәтләрниң даирисини бекитишкә охшаш мәзмунларни музакирә қилмақтикән. Әнглийә бихәтәрлик даирилири хәтәрни азайтиш үчүн бу җәһәттики қаидиләрни чиңитидикән.
Әнглийә һөкүмитиниң бу һәрикити дәл хитай һөкүмитиниң әнглийәдики тәсир күчиниң университетлардин тартип, һалқилиқ кәсипләргичә кеңийиватқанлиқи һәққидики әндишиләр зорайған мәзгилгә тоғра кәлгән. “блумберг” ниң хәвиридә дейилишичә, әнглийә һәрбий истихбарати 5-башқармисиниң мәсули кен маккаллум бултур елан қилған бир баянатида, өткән йилдин буян хитай җасуслириниң әнглийәдики һәр саһәдә хизмәт қилидиған 20 миңдин артуқ кишигә йеқинлишип, улар билән алақә қурушқа урунғанлиқини билдүргән вә хитай пәйда қиливатқан тәһдитниң қаттиқ еғирлиқини агаһландурған.