Һиндонезийәдә уйғур қораллиқ күчлиригә ярдәм бериш гумани билән 3 киши тутқун қилинған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.12.21

Бүгүн һиндонезийә сақчилири билән җакартадики бир гуруппа террор гумандарлири арисида қораллиқ етишиш йүз бәргән, етишишта 3 нәпәр гумандар өлгән.

Сақчилар вәқәдин кейин елип барған разведка һәрикити давамида, һиндонезийәниң суматра вә батам араллиридин 3 нәпәр гумандарни тутқун қилған. Ройтирис агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, сақчилар суматра вә батамдики гумандарларни, һиндонезийәгә сиңип киргән уйғур қораллиқ күчлиригә ярдәм бериш гумани билән тутқун қилған.

Һиндонезийәдә алдинқи икки йилда илгири-ахири болуп бирқанчә нәпәр уйғур йәрлик террор гумандарлири билән һәмкарлишиш билән әйиблинип сотланған вә булардин бәзилири сақчиларниң опиратсийәси давамида етип өлтүрүлгән иди. Әмма хәвәрдә, һиндонезийәдә йәнә йошурунуп туруватқан яки йеңидин киргән уйғур қораллиқ күчлириниң бар-йоқлуқи һәққидә учур берилмигән.

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим һиндонезийәдә тутулған уйғурлар һәққидики баянатида, һиндонезийә даирилирини уйғур гумандарлирини бир тәрәп қилғанда уларниң өз вәтинидин айрилиш сәвәби вә уйғур вәзийитини нәзәрдин сақит қилмаслиққа дәвәт қилған иди. Һиндонезийә даирилириму хитайниң уйғур гумандарларни өзлири тутуп туруватқан бир парихор әмәлдар билән алмаштуруш тәлипини рәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.