“интел ширкити” ниң уйғур дияри һәққидики баянатини өчүрүветиши тәнқидкә учриди

Мухбиримиз әзиз
2022.01.12

Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәсилисини чиқиш қилған һалда интел (Intel) ширкити 2021-йили декабирда өзиниң мал тәминләш зәнҗиридики ширкәтләрниң бу хил мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға четилип қалмаслиқ һәққидә очуқ уқтуруш йоллиғаниди. Мәзкур очуқ уқтуруш елан қилинип узун өтмәй хитайдики тор дунясиниң кәлкүндәк һуҗумиға учриғанлиқтин ширкәт рәһбәрлики мәзкур уқтурушни бикар қиливәткән. Шуниң билән интил ширкитиниң бу хил “юмшақбаш” лиқ қилмиши хәлқараниң кәскин тәнқидигә учриди.

Мәлум болушичә, интил ширкити хитай тор саһәсиниң һуҗум текистлири йеғип кәткәнликтин дәрһал уқтурушни еливәткән һәмдә “әпу сорайдиғанлиқи” ни билдүргән. Әмма уларниң бу һәрикити хәлқарада әйибләнди. Һәрқайси ахбарат васитилири бу һәқтики обзор мақалилирини елан қилип уларниң бундақ тез өз мәвқәсини өзгәртишини тәнқидлиди.

Америка кеңәш палатасиниң әзаси, “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қанун лайиһәси” ни америка дөләт мәҗлисидә тонуштурғучиларниң бири болған марко рубйо өзиниң тор бетидә буни әйибләп очуқ баянат елан қилди. У баянатта ениқ қилип: “интил ширкитиниң тоху йүрәклики иқтисадий җәһәттә хитайға тайинип қелишниң ақивитини рошән намаян қилип бәрди. Өзини хар қилип әпу сорап йүргичә улар ширкәтни қуллар әмгики яки қирғинчилиқ болмиған бир мәмликәткә йөткәп кәтсила болатти” деди. Шундақла у хитай компартийәсини хош қилиш үчүн тепирлап йүргән бундақ ширкәтләргә қәрз мәблиғи бәрмәсликни тәклип қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.