Бай наһийәсидики кала фермисиға 10 миңдин артуқ уйғур ишқа орунлашқан

Мухбиримиз әзиз
2022.01.25

“хитай хәвәрлири тори” ниң йеқинқи хәвиридә ейтилишичә, бай наһийәси тәвәсидә қурулған “хуалиң кала фермиси универсал гәвдиси” ниң даириси 90 миң мо (тәхминән 15 миң гектар) келидиған болуп, бу җайға он миңдин артуқ уйғур “ешинчә әмгәк күчлири” ишқа орунлашқан.

Хәвәрдә ейтилишичә, хуалиң кала фермисиниң директори ли җүнпиң әһвал тонуштуруп, бу қурулушниң 2020-йили башланғанлиқини, буниңға төт йерим милярд сом (тәхминән 700 милйон америка доллири) мәбләғ селинғанлиқини, һазир бу җайда он миңдин артуқ кала беқиливатқанлиқини ейтқан. Беқиливатқан кала сани вә ишқа орунлашқан адәм сани оттурисидики пәрққә асасән нөвәттә бу фермида башқа һайванларниңму беқилидиғанлиқи тәхмин қилинмақта икән. Шуниң билән биргә бу фермиға ишқа орунлашқан он миңдин артуқ кишиниң лагер мәһбуслири яки башқа җайлардин топланған намрат деһқанлар икәнлики тоғрисидиму көплигән гуманлар мәвҗут икән.

Хитай һөкүмити өткән йиллардин тартип уйғур диярини хитайниң әң чоң бақмичилиқ маканиға айландуридиғанлиқи һәққидә сөз қилип келиватқан болуп, иҗтимаий таратқуларда уйғурларниң чошқа беқиватқанлиқи һәққидики учурлар кәң тарқалған иди. Бу хил ғайәт зор көләмлик ферминиң сүт вә гөш пишшиқлап ишләш җәрянида шу җайниң муһитини қайси дәриҗидә вәйран қилидиғанлиқи болса буниңдики йәнә бир муһим соал һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.