Кодак ширкитиниң инстаграм сәһиписидики уйғур елиға аит рәсимләрни өчүрүши диққәт қозғиди
2021.07.22
Даңлиқ фото-филим ширкити кодак инстраграм сәһиписидики уйғур елиға аит рәсимләрни өчүрүвәткән.
Кодак ширкити йеқинда өзиниң инистаграм сәһиписидә франсуз фотограф патрик вакниң уйғур ели мәнзирилиригә аит сүрәтлирини елан қилған иди. Бу фотограф уйғур елида тартилған бу сүрәтләргә язған изаһатида “бу районда кәң көләмдә халиғанчә тутуп туруш системиси қурулди, бу сүрәтләр шинҗаңниң туюқсиз орвелчә дистопийә ичигә чүшүп қалғанлиқиниң пакити” дегән сөзләрни ишләткән болуп, бу дәрһал хитай тор қолланғучилириниң наразилиқиға учриған.
Мәлум болушичә, хитай таратқулири вә тор қолланғучилириниң наразилиқи билән кодак ширкити уйғур ели “орвеллий дистопийә” дәп тәсвирләнгән рәсимләрни инстаграм бетидин еливәткән.
Кодак ширкити йәнә үндидар һесабатида “хитай һөкүмити вә хитайниң қануниға һөрмәт қилидиғанлиқи” һәққидә язма баянат елан қилип, бу аталмиш “уқушмаслиқ” үчүн хитайдин кәчүрүм сориған.
Һалбуки, хитай һөкүмитиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи, у йәрдә инсанийәткә қарши җинайәт билән шуғуллиниватқанлиқиға аит хәлқаралиқ мустәқил кишилик һоқуқ органлириниң полаттәк пакитлири вә лагер шаһитлириниң баянлири мәвҗут. Чәт әлләрдики уйғур көзәткүчиләр кодак ширкитиниң бу пакитларға қаримай әмәлийәтни “уқушмаслиқ” дәп атишини қаттиқ тәнқид қилди вә “кодак ширкити мәнпәәтни көзләп хитайға боюн әгди,” деди.