Лагер шаһити турсунай зиявидин сақ-саламәт америкаға йетип кәлди
2020.09.28
Лагердин қоюп берилип чәтәлгә чиқишқа мувәппәқ болған санақлиқ лагер шаһитлириниң бири-турсунай зиявидин америка ташқи ишлар министирлиқиниң ярдимидә 25-сентәбир күни сақ-аламәт америкаға йетип кәлгән.
Турсунай зиявидин йеқинқи 2 йил ичидә америка ташқи ишлар министирлиқиниң ярдимидә америкаға елип келингән иккинчи лагер шаһити. Америка һөкүмити илгири лагер шаһити меһригүл турсунниму мисирдин америкаға елип кәлгән иди. Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 25-сентәбир елан қилған баянатида нөвәттә турсунай зиявидинниң америкаға йетип кәлгәнлики, униң “һазир америкада бихәтәр икәнликидин бәк хатирҗәм болғанлиқи” ни билдүргән.
Турсунай зиявидин 2018-йилниң башлирида лагерға қамилип, 2018-йили 12-айда лагердин қоюп берилгәндин кейин қазақистан пуқраси болған йолдишиниң ярдимидә қазақистанға чиқишқа мувәппәқ болған. У қазақистанға чиқип, өзиниң лагердики 9 айлиқ тутқунлуқ һаяти вә лагердики қорқунчлуқ әһваллар һәққидә гуваһлиқ беришкә башлиған. У илгири бир бир қанчә қетим радийомизниң зияритини қобул қилип, лагердики ички әһвалларни ашкарилиған. Буниң билән у хитай вә қазақистан һөкүмәтлириниң қаттиқ бесимиға учриған.
Қазақистан һөкүмити униң визисини узартип беришни рәт қилип, хитайға қайтип кетишини тәләп қилған. Бу йил 2-айда униң алмутада турушлуқ өйигә туюқсиз от кәткән иди. У хитай билән қазақистанниң бесимида ахири қазақистанндин айрилишқа мәҗбур болуп, йеқинда түркийәгә кәлгән иди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәкитлишичә, турсунай зиявидин һалқилиқ лагер шаһитлириниң бири болуп, униң гуваһлиқи хитай һөкүмитиниң җинайитини бекитиш вә сотқа тартилишида интайин муһим икән.